“әйдиз һәққидә өсәк тарқатқучилар һәқиқий миллий бөлгүнчи, һәқиқий террорчилар”

“1 - декабир хәлқара әйдиз чәкләш күни” келиш алдида, яман нийәтлик бир қанчә хитайниң тор вә ян фонда “ шинҗаңлиқ әйдизләр ашханиларда қенини темитип әйдиз тарқатмақта, бәзиләр юқумланған” дәп өсәк сөз тарқитип, уйғур елидила әмәс, пүтүн хитай миқясида тор вә җәмийәттә ғулғула пәйда қилди, гәрчә хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлири бу җинайәтчиләрни қолға елип, буниң еғва икәнлики, униң үстигә әйдизниң йемәк арқилиқ тарқалмайдиғанлиқи һәққидә баянат бәргән болсиму, бигунаһ уйғурларниң даим мушу хилдики ғәрәзлик еғиваларниң нишани һәм қурбаниға айлинип қеливатқанлиқи уйғурларда наразилиқ қозғимақта.
Өз мухбиримиз гүлчеһрә
2011.11.23
aids-meeting-305.png "Уйғур биз" тор бетиниң башқурғучилири әйҗишиң тәтқиқат орни билән әйдиз кисили тоғрисида бейҗиңда өткүзгән сөһбәт йиғинидин бир көрүнүш
www.uighurbiz.cn

Мәзкур вәқәниң пәйда болуш сәвәби вә тәсири һәққидә мулаһизә йүргүзгән америкидики уйғур паалийәтчи илшат әпәнди “хитай һөкүмити бу хил өсәк сөз тарқатқучиларға миллий бөлгүнчи, террорчи” дәп җаза көрүши керәк дәп мураҗиәт қилди.

юқириқи аваз һөҗҗитидин мухбиримиз гүлчеһрәниң илшат һәсән әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлиялайсиз.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.