5-Июлдин кейин из-дерәксиз ғайиб болғанлар (28)
2012.12.28
Мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси әрзийәт бөлүминиң мәсули ғайиплар һәққидә тәкшүрүшниң ахирлашқанлиқини, тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилиш үчүн юқиридин буйруқ күтиватқанлиқини ейтқан.
Алимҗан бәкри, 1985 - йили үрүмчидә туғулған. У 2003 - йили үрүмчи тәҗрибә оттура мәктипини пүттүргән; у алй мәктәп емтиһанидин әла нәтиҗә билән өткән болсиму, аилисиниң иқтисадий қийинчилиқи сәвәбидин, алий мәктәп дәрвазисидин кирәлмигән. Алимҗан бәкри, бир мәһәл җәмийәттә ишсиз йүргәндин кейин, 2006 - йили үрүмчидики дихуа өй - мүлк ширкитигә ишқа чүшкән. Өй сатқучи болуп ишләш давамида, көзгә көрүнәрлик нәтиҗә яритип ширкити тәрипидин 2 қетим тәқдирләнгән вә хитай өлкилирини һәқсиз саяһәт қилишқа әвәтилгән. Хизмити утуқлуқ, турмуши нормал кетиватқан алимҗан бәкри, 2009 - йилидики 26 - июн шавгүән вәқәсини интернеттин көргәндин кейин, күндилик һаятида бурулуш характерлик өзгириш болған. Униң қериндашлириниң ашкарилишичә, шавгүән вәқәсидин кейин нәччә күнләп ухлимиған; достлири билән саәт - саәтләп вәқә һәққидә пикир вә мулаһизә қилишқан. 5 - Июл күни үрүмчидә шавгуән вәқәсигә қарши намайиш йүз бәргәндә, у сәпниң алдида орун алған. Намайиш тоқунушқа айланған мәзгилдә, кәч саәт 8 әтрапида у шәһәрниң музика завути дәп атилидиған тәвәликидә көрулгән болуп, шуниңдин кейин униң из - дерики мәлум әмәс.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, үрүмчидики ғайиплар аилә - тавабиатлири, даириләрдин пәрзәнтлириниң из - дерикини давамлиқ түрдә сүрүштә қилмақта. Мушу һәптиниң бешида йәнә 10ға йеқин киши, шәһәрлик сақчи идарисиға барған. Алақидар мәсул хадим төвәндикичә җаваб қайтурған. Мәлум болушичә, ғайипларни тизимлаш вә ениқлаш ишлириға, үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисидин, қадир, әмәтҗан вә турсун бәхти қатарлиқ кишиләр мәсул болған болуп, булардин турсун бәхти 2 айниң алдида сирлиқ һалда җан үзгән. Әмәтҗан вә қадир қатарлиқ кишиләр, ғайиплар һәққидә тәкшүрүшни тамамлап болғанлиқини, уларниң һаят яки маматлиқини ениқ билидиғанлиқини, буни ашкарилаш үчүн пәқәт юқиридин буйруқ күтүватқанлиқини ейтқан.