Ғулҗида йүз бәргән 6 бал йәр тәврәш һәққидә илидики уйғурларниң инкаслири
2011.11.02
Хитай йәр тәврәшни тәкшүрүш идарисиниң 11-айниң 1-күнидики хәвиридә, шу җайниң вақти әтигән саәт 6 дин 21 минут өткәндә, ели областиниң ғулҗа наһийиси вә тоққузтара наһийиси туташқан җайда 6.0 Бал йәр тәвригәнлики хәвәр қилинди. Хәвәрдә бу қетимқи йәр тәврәш орниниң шималий кәңлик 43.6°,шәрқий узунлуқ 82.4° Кә тоғра келидиғанлиқи вә бу җайниң тоққуз тара наһийиси билән болған арилиқи 20 километир, ели областиниң мәркизи ғулҗа шәһири билән болған арилиқи 94 километир икәнлики, апәттин кейин ғулҗида температуриниң төвәнлигәнлики хәвәр қилинди.
Хәвәрдә йәнә бу қетимқи йәр тәврәштә, тағ гүмүрүлүш һадисиси йүз берип, күнәс наһийисидики 218-дөләт ташйолиниң тосулуп қалғанлиқи, ғулҗа тәвәсидә апәткә учриған кишиләрниң 28 миңға йәткәнлики, дәз кәткән өйниң 824 еғиз икәнлики, 3800 дин артуқ адәмниң тарқақлаштурулуп орунлаштурулғанлиқи, иқтисадий зиянниң 66.91 Милйон йүәнгә йәткәнлики хәвәр қилинди. Әмма хитай хәвәрлиридә райондики адәм өлүш-ярилиниш әһвали һәққидә һазирғичә башқа доклат берилмиди.
Йәр тәврәш мәркәзлиридин бири болған ғулҗа наһийисидин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар йәр тәврәшниң әһвали һәққидә баян қилип, бу қетимқи йәр тәврәшниң худияр йүзи, кепәкйүзи, оняр, қаш, турпанйүзи йезиси қатарлиқ йезилардики соқма там қилип селинған кона өйләрниң өрүлүп кетишини вә бир қисим өйләрниң дәз кетишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.
Йәр тәвригән вақит сәһәр вақтиға тоғра кәлгини үчүн, бамдат намизи үчүн тәйярланған уйғурларниң йәр тәвригән вақитта ойғақ һаләттә икәнликини, шуңа нурғунлиған кишиләрниң талаға чиқип кетиш имканийитигә игә болғанлиқини баян қилған бир деһқан, йәр тәвригәндә өйләрниң қаттиқ силкингәнликини билдүрди.
Радиомиз зияритини қобул қилған бу уйғур, ғулҗидики телевизор хәвәрлиридә бу қетимқи йәр тәврәшниң конкрет әһвали һәққидә һазирғичә анчә ениқ мәлумат берилмигән болсиму, әмма кишиләрниң телефон һәм башқа учур мәнбәлири арқилиқ бу қетимқи йәр тәврәштә һөкүмәт хәвәрлиридин җиқ өйниң өрүлүп чүшкәнликини, күнәсниң қара буғра йезисида йәр тәврәш сәвәбидин ярилинишниң хели еғир икәнликидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.
Или областиниң хәвиридә, йәр тәврәш мәркәзлиридин бири болған күнәс наһийисиниң қарабуғра йезисида 50 нәччә өйниң өрүлүп чүшкәнлики, 500 нәччә еғиз өйгә чак кәткәнлики, һәққидә мәлумат берилди.
Биз йәр тәврәш нисбәтән еғир болған күнәс наһийисиниң қара буғра йезисиға телефон қилип, әһвал игиләшкә тиришқан болсақму, әмма телефон уланмиғини үчүн бу йезидики йәр тәврәшниң әмили әһвали һәққидә башқа учурларға игә болалмидуқ.
Худиярйүзи йезисидики бир нәпәр йеза кадири радиомиз зияритини қобул қилип, бу қетимқи йәр тәврәштә күнәс наһийисиниң қара буғра йезисида апәтниң бирқәдәр еғир болғанлиқини, әмма конкрет әһвалниң радио, телевизорларда хәвәр қилинмиғанлиқини билдүрди.
Бу йеза кадири йәнә йәр тәврәш мәркәзлириниң бири болған худиярйүзи йезисида 400 еғиз өйгә дәз кәткәнликини, йеза кадирлириниң 1-ноябир йәр тәвригәндин буян өйму-өй кирип әһвал игиләшкә орунлаштурулғанлиқини, бу йезидики апәткә учриған деһқанларға ярдәм тәдбирлириниң техи башланмиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә или районидики йәр тәврәштин кейин, областлиқ һөкүмәтниң апәттин қутқузуш тәдбирлири елип берип, апәт райониға 200 чедир тикип, апәткә учриғанларға 1000 данә йотқан, кийим -кичәк һәм аяқ қатарлиқ буюмларниң йәткүзүп берилгәнлики хәвәр қилинған болсиму, әмма апәттин кейинки қутқузуш ишлириниң қандақ елип берилғанлиқи һәққидә һазирғичә конкрет мәлумат берилмиди.