Полат завути рәһбәрлири ишчиларни шаирә гөһәр мәмәткә әгәшмәсликкә агаһландурған
2011.10.27

Йеқинда полат завут рәһбәрлири һәрқайси сехларда мәхсус йиғин ечип, гөһәр мәмәтниң җәмийәттә милләтләр иттипақиға зиянлиқ сөз тарқитип йүрүватқанлиқини уқтурған вә уни һәр хил йетәрсизликләр билән әйибләп, ишчиларни гөһәр мәмәт билән пикирләшмәслик вә униңға әгәшмәсликкә агаһландурған. Бүгүн радиомиз зияритини қобул қилған завутниң йәнә бир ишчиси, завутниң гөһәр мәмәт үстидики әйибләшлирини рәт қилди.
Уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, миллий кәмситиш вәқәлири, уйғур ели ишғал қилинғандин буянқи уйғурлар һаяти үчүн йеңи әһвал әмәс. Миллий кәмситишкә қарши күрәшму уйғурлар күндилик һаятиниң бир парчиси. Гөһәр мәмәт әнә ашу миллий кәмситишкә қарши күрәштә ашкара оттуриға чиққан, хәтәргә көкрәк керип, йолидин янмиған, ирадиси бошашмиған, шундақла хитайниң өз қанунлирини қорал қилип туруп күришини давамлаштуруватқан уйғур ханимлиридин бири.
Хитай даирилири униң күрәш йолидин һечқандақ бир қануний аҗизлиқ тапалмиғандин кейин, униңға йеқинда интизам җазаси берип, бир айлиқ маашини тохтатқан. Униң амма арисида инавәт тепиватқинини көрүп, униң җамаәт ичидики образиғиму қәст қилишқа башлиған. Өткән һәптә завут рәһбәрлири һәрқайси сехларда мәхсус йиғин ечип, бир тәрәптин гөһәр мәмәтниң милләтчилик қиливатқанлиқини тәнқид қилса, йәнә бир тәрәптин, униңға әқлий вә психик җәһәттин бәтнам чаплап, ишчиларни униң билән арилашмаслиқ, пикирләшмәслик вә униңға әгәшмәслик һәққидә агаһландурған.
Әмма игилишимизчә, завуттики уйғур ишчиларниң мутләқ көп қисми, завутниң тәшвиқатлириға ишәнмигән вә бу агаһландурушиға пәрва қилмиған. Алдинқи күни зияритимизни қобул қилған полат завутниң бир ишчиси, гөһәр мәмәтниң күришини тоғра дәп қарайдиғанлиқини вә қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Гөһәр мәмәт өзиниң һәрхил суйиқәстләргә дуч келиш еһтималлиқини хели бурунла тәхмин қилғанлиқини, шуңа даириләрниң түрлүк бәтнамлириға пәрва қилмайдиғанлиқини, шуңа хизмәттинму ваз кәчмәйдиғанлиқини, миллий кәмситишкә қарши күришини тохтатмайдиғанлиқини, чүнки бу йолда өзини ялғуз дәп қаримайдиғанлиқини билдүрмәктә.