Голландийидики уйғурлар дуня җамаитини хитайни әйибләшкә чақирди

Хитай коммунистлириниң 63‏-йиллиқ дөләт байрими күнидә голландийидә яшаватқан уйғурлар амистердамдики мәшһур дам мәйданида намайиш уюштуруп, ана вәтини шәрқий түркистанниң хитайлар тәрипидин бесивелинип талан-тараҗ қилиниватқанлиқини аңлатти вә дуня җамаитини хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини әйибләшкә чақирди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.10.01
gollandiye-namayish-1-oktebir-305.jpg Голландийидики уйғурлар амистердамдики мәшһур дам мәйданида намайиш қилди. 2012-Йили 1-өктәбир, голландийә.
RFA/Pidaiy

“голландийә уйғур бирлики тәшкилати” тәрипидин тәшкилләнгән мәзкур паалийәт 50 дин артуқ уйғурниң рәтлик вә системилиқ маслишишида, шу йәр вақти чүш саәт 1 дин 3 қәдәр 2 саәт давам қилди.

Ай-юлтузлуқ көк байрақлири вә өзлири ясап кәлгән плакатлири билән “шәрқий түркистанға әркинлик” дәп йезилған чоң лозункилирини көтүрүп, җараңлиқ шоарларни товлап мәйданни ләрзигә салған намайишчилар, баштин ахири қизғин кәйпиятта, актип роһий- һаләт билән җанлиқ намайиш қилди.

Голландийидики уйғурлар амистердамдики мәшһур дам мәйданида намайиш қилди. 2012-Йили 1-өктәбир, голландийә.
Голландийидики уйғурлар амистердамдики мәшһур дам мәйданида намайиш қилди. 2012-Йили 1-өктәбир, голландийә.
RFA/Pidaiy

Шоарлар арисида инглизчә, голландчә, хитайчә вә уйғурчә баянатлар оқулди. “голландийә яшлар партийиси тәшкилати” вә “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” қатарлиқ тәшкилатларниң әзалири вә җамаәт актиплири бәс-бәс билән нутуқлар сөзлиди.

Паалийәт ахирлашқанда зияритимизни қобул қилған бәзи намайиш бу хилдики намайишларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадиләйдиған яхши пурсәт икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.