Голландийидики мәзлум милләтләр һоқуқлирини қоғдаш күнидә уйғурлар
Мухбиримиз пидаий
2010.09.14
2010.09.14

RFA Photo / Pidaiy
Мәзкур паалийәттә, уйғур паалийәт иштиракчилири миллий кимлики, миллий хаслиқи вә дәпсәндә қилиниватқан кишилик һоқуқлири һәққидә хәлқара җәмийәткә дәрдини аңлитиш пурситигә еришти.
Улар паалийәт җәрянида йәнә, голландийилик бир али мәктәп оқуғучисиниң уйғур дияриға берип, көргән - билгәнлири асасида йезилған ахбарат хатирисини аңлитипла қалмай, муңлуқ тәмбүрниң дәрдлик күйлири билән мәйдан әһлини һаяҗанға салди.

Уйғур мәдәнийитиниң намайәндиси болған әнәниви кийим кийгән бир уйғур қизи бу йәргә топланған милләтләр қатарида бир тал гүлдәк һәммәйләнни җәлп қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.