Рабийә қадир ханим б д т ни гума мукуйла вәқәсини сүрүштә қилишқа чақирди
2011.12.29

Буниң билән гуму наһийисидә кәң көләмдә тутқун башланған. Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, бүгүн бу мунасивәт билән баянат елан қилип, хитайни уйғурларға қарита қирғинчилиқ елип бериватиду дәп әйиблиди. У баянатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини мәзкур вәқәни тәкшүрүш вә вәқәниң җавабкарлиқини сүрүштә қилишқа чақирди.
Бүгүн рейтер вә бирләшмә агентлиқи қатарлиқ, бир қатар мәшһур ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, гумидики вәқәдә җәмий сәккиз киши өлгән. Биз бүгүн вәқә һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, гума наһийилик сақчи идарисигә телефон қилдуқ.
Мәсул хадим илгирикигә охшашла соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Даириләрму охшашла вәқә һәққидә пикир баян қилиштин өзини қачурди. Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханимниң бүгүнки баянатида билдүрүшичә, дуня уйғур қурултийиму вәқә һәққидә бәлгилик дәриҗидә тәкшүрүш елип барған. Қурултайниң игилишичә, тәкшүрүш нәтиҗисидә нөвәттә гумида кәң көләмлик тутқун қилиш вә өй ахтуруш давам қилмақта.
Хотәндә аһалиләр вә йәрлик сақчи хадимлиридин игилигән учурлиримиздин қариғанда, вәқәдә хитайниң гума сақчи идарисиниң муавин башлиқи адил абдувәли вәқәдики тоқунушта өлгән. Гумида нөвәттә барлиқ сақчи хадимлири сәпәрвәрликкә кәлтүрүлгән болуп, хотән вәзийитидики җиддийлик давам қилмақта.
Рабийә ханим бүгүнки баянатида, әслидә вәқәдики икки тәрәпниң қорал күчи селиштурулса, хитай үчүн қарши тәрәпни тирик қолға чүшүрүш вә сот арқилиқ бир тәрәп қилиш мумкинчилики барлиқини, шуңа хитайниң өз қануни бойичә ейтқандиму, вәқәдә һәддидин зиядә күч қолланғанлиқини тәкитлиди.
Рабийә қадир ханимниң қаришичә, хитай вәқәдә һәддидин зиядә күч қоллиниш арқилиқ, өзиниң райондики һакимийитиниң мустәмликичи һакимийәт икәнликини дуняға йәнә бир қетим ашкарилиди.