Илһам тохти: ишләпчиқириш қурулуш армийиси алаһидә һоқуқлуқ
2012.11.26
Мустәқил тәтқиқатчи, мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди өткән һәптә радиомиз зиярити қобул қилип, уйғурларниң сиясий орнида төвәнләш көрүлүватқанлиқини билдүргән вә уйғур елигә йәрләшкән “биңтуән” йәни ишләпчиқириш қурулуш армийиси һәққидиму тохталған иди.
У, ишләпчиқириш қурулуш армийисидин ибарәт бундақ алаһидә имтиязлиқ органниң пүтүн хитай бойичә пәқәт уйғур аптоном районидила мәвҗут болуп туруватқанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәнди ишләпчиқириш қурулуш армийиси уйғур аптоном районида еришиватқан имтиязлириниң “уйғур аптоном райони” дәп атилидиған бу миллий территорийилик райондин көп дәриҗидә үстүн туруватқанлиқини, уйғурларниң иқтисадий вә сиясий җәһәттики орниниң 60 йилдин буян барғанчә төвәнләватқанлиқини әмили мисаллар билән оттуриға қойди.
Илһам тохти әпәнди баянида йәнә, хитай компартийисиниң 18-қурултийиға қатнашқан уйғур вәкиллири саниниң көрүнәрлик азайғанлиқиға алаһидә диққәт қилишқа болидиғанлиқиниму қошумчә қилди.
Уйғур миллитидин болған һөкүмәт кадирлириниң хитай һакимийәт системисидики сиясий орни вә тәсир даирисиниң хитайдики тибәт, моңғул, туңган, җуаңзу қатарлиқ хитай болмиған милләтләрдин чиққан кадирлардин төвән икәнликини баян қилған илһам әпәнди, нөвәттә һөкүмәт органлирида вәзипә өтәватқан уйғур кадирлириниң мәйли сан җәһәттә болсун, мәйли һоқуқ җәһәттә болсун уйғур аптоном райони қурулған дәсләпки мәзгилләрдики имтиязлардин мәһрум қилинишидәк әһвалларниң аптономийә қанунидики маддиларға хилап икәнликини, йеңи бир нөвәтлик хитай рәһбәрлик қатлиминиң бу әһвалға диққәт қилиши керәкликини тәкитлиди.
Илһам тохти әпәнди йәнә йеңи бир нөвәтлик хитай рәһбәрлик қатлимидин күтидиған үмиди вә тәлипини оттуриға қоюп, уйғур аптоном районида нөвәттә йүргүзүлүватқан сиясәт вә районда биңтуәнниң еришиватқан имтиязлириниң барғанчә көпийип, йәрлик уйғурларниң сиясий вә иқтисадий орниниң барғанчә төвәнләп беришидәк вәзийәткә ши җиңпиң қатарлиқ йеңи бир нөвәтлик хитай рәһбәрлириниң җиддий қаришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.