Саадәт партийисиниң истанбул йиғинида уйғурлар
Мухбиримиз арслан
2009.03.03
2009.03.03

RFA Photo / Arslan
Бу сайламға түркийә җумһурийити тәрипидин тәстиқланған һәр қайси сияси партийиләр өзлириниң намзатлирини көрситиду. Һазир түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә пүткүл сиясий партийиләр өзлириниң қоллиғучилирини көпәйтиш, сайламда көп авазға еришиш үчүн һәр хил сиясий паалийәтләрни башливәтти.
2009 - Йили 28 - феврал күни түркийиниң әң чоң партийисидин бири һесабланған саадәт партийиси истанбул яшлар тәшкилати тәрипидин зәйтинбурну райониға җайлашқан абди ипәкчи тәнтәрбийә залида кәң көләмлик йиғин уюштурулди. Йиғинға "саадәт партийиси яшлар кечиси" дәп нам берилгән болуп, йиғинға түркийиниң һәр қайси шәһәрләрдин кәлгән 10 миңдин артуқ киши қатнашти. Йиғин залиға патмиған миңлиған шәхс аяқта турушқа мәҗбур болди. Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан башчилиқидики вәкилләр тәклип билән қатнашқан болуп, йиғинға истанбулда яшаватқан көп санда уйғурларму иштирак қилди.
Бу йиғинниң асасий мәқсити, 1997 - йили 28 - феврал күни түркийидә һакимийәт йүргүзгән рифаһ партийисиниң һөкүмити түркийә армийиси тәрипидин ағдуруветилгән вә рифаһ партийисигә чәклимә қоюп тақиветилгән тарихий күнни әсләш, шундақла 3 - айниң 29 - күни түркийиниң пүткүл шәһәрлиридә елип берилидиған йәрлик сайламда саадәт партийисиниң истанбул шәһәр башлиқлиқиға намзат көрситилгән шәхсни сайламда, көп авазға ериштүрүш үчүн көплигән хәлқ аммисиниң һимайисигә еришиш икән.
Йиғинда саадәт партийисиниң рәиси профессор доктор нуман қуртулмуш, саадәт партийиси тәрипидин истанбул шәһәр башлиқи намзатлиқиға көрситилгән профессор доктор мәһмәт бәкароғлу, түркийиниң сабиқ баш министири вә милли күрәш тәшкилатиниң роһаний лидери, саадәт партийисиниң қурғучиси профессор доктор нәҗмидин әрбакан қатарлиқ шәхсләр сөз қилди.
1997 - Йили түркийидә һакимийәт йүргүзүватқан рифаһ партийисигә чәклимә қоюлуп армийә тәрипидин тақиветилгәндин кейин, мәзкур партийиниң нәҗмидин әрбакан қатарлиқ асаси қатлам идарә һәйәт рәһбәрлири саадәт партийисини қурған вә һазир бу партийиниң байриқи астида сиясий паалийәт қилип кәлмәктә.
Һәммәйләнгә мәлум болғинидәк истанбулда яшаватқан уйғурларму бу хилдики сайламда өзлириниң бир кишилик ролини ойнайду. Ундақта улар сайламда қайси партийигә беләт ташлайду? улар беләт ташлиған партийидин немиләрни күтиду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн биз истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.