Канада парламент әзаси пеггй наш олимпик мусабиқиси вә һүсәйин җелил мәсилсии һәққидә тохталди

Канада парламенттидики йеңи демократлар партийәсидин болған парламент әзаси пеггй наш хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини изчил әйибләп кәлгән канададики сиясәтчиләрдин бири. У, һүсәйин җелил өзбекистанда қолға елинип,хитайға өткүзүп берилгәндин буян, канада һөкүмитини бу мәсилигә җидди муамилә қилишқа үндәп кәлмәктә.
Мухбиримиз камил турсун хәвири
2008.07.02

 Пеггй наш, канада уйғур җәмийити, алдинқи һәптидә,торонто шәһридә уюштурған һүсәйин җелилни қутқузуш намайишиға қатнашқинида, бейҗиң олимпик мусабиқиси вә һүсәйин җелил мәсилилири һәққидә тохталғаниди.

Канада өзиниң мәҗбурийитини ада қилиш керәк

Парламент әзаси пеггй наш һүсәйин җелилниң хитайда қамақлиқ турушиниң канада үчүн қорқунучлуқ икәнлигини,олимпик һарписида,канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисидә, хитай даирлириға қаратқан бесимни қайтидин күчәйтиши керәклигини әскәртип: " канада пуқрасиниң чәт бир дөләттә қолға елиниши,униң консул һоқуқиниң рәт қилиши,ашкара вә адил сотланмаслиқи,йәнә келип,униң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши қобул қилғили болмайдиған әһвал.Шуңа канада һөкүмити һүсәйин җелил әпәндиниң һоқуқлирини қоғдаш үчүн пүтүн күчи билән хитайға бесим ишлитиши керәк," деди.

Хитай һүсәйин җелилниң һоқуқлирини дәпсәндә қилмақта

Пеггй наш канада йеңи демократлар партийисиниң һүсәйин җелил мәсилисигә изчил әһмийәт берип келиватқанлиқини тәкитләп: " йеңи демократлар партийиси һүсәйин җелил мәсилисини бирқанчә қетим парламентта оттуриға қойди вә канада һөкүмитини һүсәйин җелилниң һоқуқлириға капаләтлик қилиш үчүн, хитайға давамлиқ бесим ишлитишкә үндәп кәлди. Һүсәйин җелил мәсилиси канада үчүн алаһидә мәсилә. Чүнки у сияси паналанғучи салаһийити билән канадаға кәлгән вә канада пухраси салаһийитигә еришкән.Шуңа канада һөкүмитиниң хитайда зиянкәшликкә учраватқан һүсәйин җелил әпәндиниң һоқуқлириға капаләтлик қилиш вә уни қоғдаш мәҗбурийити бар," деди.

Хитай олимпик комитетиниң образиға дағ чүшүрди

Пеггй наш хәлқара олимпик комитетиниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә көз юмғанлиқини вә буниң олимпик комитетиниң образиға дағ чүшүргәнликини илгири сүрүп: "хәлқара олимпик комитети хитай даирлириниң олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүридиған чағда, хәлқара җамаәткә бәргән, кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқи,сөз - мәтбуат әркинликигә капаләтлик қилидиғанлиқи вә хитай пуқралири үчүн әркин муһит яритидиғанлиқи қатарлиқ вәдилиригә җавабкар болиши,олимпик мусабиқисиниң һарписида, хитай даирлирини вәдә - мәҗбурийәтлирини ада қилишқа мәҗбурлиши керәк.Хитай даирлири һазирға қәдәр һүсәйин җелил һәққидики мәҗбурийәтлирини һеч ада қилмайла қалмастин, бәлки йәнә у тәвә болған уйғур миллитини бастурушни күчәйтмәктә," деди.

Олимпик хитай үчүн бир тараза

Пеггй наш олимпик мусабиқисиниң хитай үчүн бир синақ шундақла образиниң яхшиланғанлиқини дуняға намайән қилиш учун бир пурсәт икәнлигини әскәртип: "олимпик йеқинлап келиши билән,биз хитайға алаһидә диққәт қиливатимиз.Олимпик мусабиқисиниң һарписи, хитай һөкүмити үчүн ишикниң кәң ечиветилгәнликини, шундақла кишилик һоқуқниң яхшиланғанлиқини дуняға көрситидиған интайин муһим пурсәт. Хитай даирлири олимпик һарписида, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тохтитиши, пуқраларниң сөз - мәтбуат әркинлиги вә тәшкилатларға уюшуш әркинликигә капаләтлик қилиши, шундақла чәтәл ахбарат вастилирини тулуқ қобул қилип,өзиниң олимпиккә һазирланғанлиқини дуняға намайән қилиш керәк," деди.

Канада йеңи демократлар партийисиниң хәлқара мәсилиләр бойичә баянатчиси болған пеггй наш, өз нөвитидә йәнә, канада парламентидики тибәт достлуқ комитетиниң нопузлуқ әзалиридин бири һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.