Хитай түрмә даирилири мәһбус керәм абдувәлиниң аилисигә тунҗи қетим керәм абдувәлини көрүп китишни уқтурди

Өткән айниң оттурилири мәһбус керәм абдувәлиниң түрмидики саламәтлик әһвалиниң начарлишип китиватқанлиқи хәлқара ахбаратқа ашкариланған иди; аридин 10 - 15 күн өткәндә хитайниң түрмә сақчилири керәм абдувәлиниң аилисигә телефон қилип, уларниң керәм абдувәлини көрүп китишни уқтурған. Бу дәвәткә бинаән, мәзкур аилидин 3 киши өткән һәптә керәм абдувәлини йоқлап кәлгән. Мәлум болүшичә, түрмә шараитидики кичиккинә яхшилиништин башқа, керәм абдувәлиниң саламәтлик әһвалида һечқандақ яхшилиниш болмиған; униң һаятий бихәтәрлики йәнила тәһдит астида турмақта.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.21
abdukerim-abduweli-305.jpg Абдукерим абдувәлиниң яш вақтида тартилған рәсими. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Arslan


Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:

Керәм абдувәлиниң иниси абдураһман абдувәлиниң билдурүшичә, мәзкур дәвәт һәққидики телефон үрүмчидә явро - асия йәрмәнкиси өткүзүлүватқан җиддий бир мәзгилдә кәлгән. Әмма дәвәттә уларниң 9 - айниң 10 - күнидин кейин килиши керәклики әскәртилгән. Бу вақит, йәрмәнкә ахирлашқандин икки кун кейингә тоғра килиду. Мәлум болушичә, бу, керәм абдувәли җаза муддитини өтәватқан 22 йилдин буян хитай түрмә сақчилириниң тунҗи қетим мәзкур аилини мәһбусни көрүп китишкә дәвәт қилишидур. Йиллардин бери һәр қетимлиқ көрүшүши қайта - қайта илтимаслардин кейин миң тәсликтә мумкин болуп келиватқини үчүн, мәзкур аилә бу дәвәттин дәсләптә тиңирқиған, охшаш телефон қайта кәлгәндин кейин, керәм абдувәлиниң акиси, кичик иниси вә қизи болуп 3 киши керәм абдувәлини көргили барған, һәр қетим 15 минут давам қилидиған көрүшүш бу қетим йерим саәт давам қилған, бурун һәр қетимда 2 дин артуқ кишигә йол қоймайдиған сақчилар бу қетим 3 кишиниң көрүшүшигә йол қойған. Мәлум болушичә, нөвәттә керәм абдувәлиниң тамиқи адәттики җинайәтчиләрдин пәрқлиқ орунлаштурулған йәни қисмән яхшиланған. Мәзкур аилиниң билдүрүшичә, керәм абдувәли көрөшөшкә йәнила чақлиқ орундуқ билән чиққан, мағдурсизлиқ вә кисәллик аламәтлиридә яхшилиниш болмиған. Керәм абдувәлиниң аилә әзалири билән сөһбити йәнила күчлүк назарәт вә чәклимә ичидә давам қилған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, керәм абдувәлиниң иниси абдураһман абдувәлиниң сөзлиридин қариғанда, нөвәттә түрмә сақчилириниң муамилисидә кичиккинә яхшилиниш болған болсиму, акисиниң саламәтлик әһвалида қилчә яхшилиниш болмиған, саламәтликидики һаятий бихәтәрлик тәһдити йәнила давам қилмақта. Шуңа у акисиниң тездин давалинишқа апирилиши вә түрмидин қойивитилиши үчүн хәлқара җамаәттин йәнә бир қетим ярдәм тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.