Уйғур язғучиси күрәш атаханниң 'шавгуән вәқәси' һәққидики мураҗиити
Мухбиримиз вәли
2009.06.30
2009.06.30

video.sohu.com Дин елинди.
Униңдики күрүнүшләр вә авазлардин мәлум болушичә, бу завуттики уйғурлар турған җайға бесип киргән хитайларниң яш - қорами асасән охшаш, қоллирида көтүрүвалған калтәкләрму охшаш, иш - һәрикитиму охшаш, улар гуаңдуң шивисидә әмәс, бәлки шималий хитайчә шивидә сөзләп 'техичә өлмәптиғу, урә-урә ' дәватиду.
Һазир германийидә туруватқан уйғур язғучиси көрәш атаханниң қаришичә, бу вәқә бир сиясий, тарихий, иқтисадий арқа көрүнүши бар һадисә.
Күрәш атаханниң қаришичә, бу вәқәни хәлқара җәмийәтниң, хәлқарадики күчлүк дөләтләрниң, хәлқара сотларниң бир тәрәп қилишиға һавалә қилиш керәк.
Күрәш атахан бу вәқәниң келип чиқишиға сәвәбчи болған, коммунист хитай һөкүмитиниң 60 йилдин буян йолға қоюватқан сиясәтлирини вә униң ақивитини баян қилди.
Күрәш атахан йәнә , хитай һөкүмитиниң 2003 - йилидин кейинки уйғурларға қаритилған маарип вә ешинчи әмәк күчини хитайға йөткәш сиясәтлирини тәнқид қилди вә хитайларниң һазир уйғурларни 'юртимиздин чиқип кәтсүн', болмиса 'қирип ташлаймиз' дәп қиливатқан террорчилиқ һәрикәтлиригә сүкүт қиливатқанлиқини баян қилди.
Әскәртиш: бу син - алғу филими Youtube.com Дин елинған. Нәширят һоқуқи Youtube.com Ниң. Мәзмуни вә көрүнүшләрниң тәпсилатиға RFA ниң мәсулийити йоқ.
Күрәш атаханниң қаришичә, уйғурларниң бундақ ечинишлиқ һадисиләргә дуч келишигә сәвәбчи болуватқан киши ваң лечуән.
Язғучи көрәш атаханниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурлардин әпо сориши керәк.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.