Нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбо из-дерәксиз ғайиб болди

Норвегийидә чиқидиған почта кәчлик гезитиниң хәвиригә асасланғанда, өткән йили күздин башлап нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбониң из-дерики болмиған.
Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2011.03.24
liuxiaobo-305 Хитай түрмисидә йетиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю шявбо
RFA/Hailan

Лю шавбониң аяли лю шя өткән йили өктәбир ейида уни түрмигә берип йоқлап кәлгән вә шуниңдин кейинки бәш ай ичидә униң һечқандақ хәвирини алалмиған. Лю шя аилигә нәзәрбәнд қилинғачқа, бу йил 2-айдин башлап сирт билән алақә қилишқа тамамән амалсиз қалған.

Нобел комитетиниң катипи, нобел институтиниң башлиқи гәир лундәстад мухбирға, лю шявбониң қәйәрдә икәнликини һазирғичә һечкимниң биләлмигәнликиниң өзила, адәмни интайин әнсиритиду вә хатирҗәмсиз қилиду дәп ейтқан.

Бәзи коча параңлириға қариғанда, хитай һөкүмити уни башқа түрмигә йөткивәткән болуши мумкин икән.

Болупму, хитайда ясимән гүли инқилаби йүз бәргәндин кейинки йеқинқи вақит ичидә инсан һәқлири үчүн күрәш қилғучи хитай зиялийлири вә адвокатлири из-дерәксиз йоқап кәткән вә уларниң һаяти хейимхәтәр астида қалған.

Лүндәстад мухбирларға йәнә мундақ дегән: биз һазирғичә лю шавбониң йеқинқи әһвали һәққидә һечқандақ йеңи учурға еришәлмидуқ. Шуниси ениқки, биз униң һаятидин интайин әнсирәватимиз. Биз униң из -дерикини елишта йәнила һәрқайси ахбарат васитилириниң йеңи учуриға тайиниватимиз вә хитай һөкүмитиниң ахбарат мәнбәлиригә диққәт қиливатимиз.

Лю шявбониң аяли лю шя нобел тинчлиқ мукапати лю шавбоға берилиш җакарланған өткән йили өктәбир ейидин башлап өзиниң әһвали һәққидә һечкимгә хәвәр берәлмигән. Пәқәт, бу йил феврал ейиниң ахирида у достиға интайин қисқа бир учур йоллашқа мувәппәқ болалиған болуп, у мундақ язған: мән пәқәт йиғлапла олтуруватимән,һечким маңа ярдәм қилмиди.

2010-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати өткән йили өктәбир ейида хитай демократчиси лю шавбоға берилгәнлики елан қилинғандин кейин, хитай һөкүмити һәр түрлүк дипломатийә йоллирини ишқа селип, норвегийә һөкүмитигә бу мукапатни униңға бәрмәслик һәққидә қаттиқ бесим ишләткән. Мукапат 10-декабир күни тарқитилғанда мукапатни тапшуруп елишқа һечким келәлмәй лю шавбо үчүн тәйярланған мурасим залидики орундуқ бош қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.