Лондун уйғур ансамбили уйғур сәнити арқилиқ уйғурларни тонутмақта

Тамашибинларниң йүксәк алқиш - садалири ичидә қизғин тәбрикләргә мүйәссәр болуватқан уйғур хәлқ нахшиси "ома оруйсән" намлиқ бу нахшини, лондон уйғур ансамбилиниң музикант вә нахшичиси орунлимақта.
Мухбиримиз әқидә
2010.10.20
London-Uyghur-Ansambili-senetkarliri-305 Сүрәттә, лондун уйғур ансамбили әзалири.
Сүрәтни лондун уйғур ансамбили тәминлигән.

Өз ана вәтинидин айрилип, сәрсан болуп ят әлләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн уйғур сәнитиниң ипадиләйдиған мәнасиниң интайин көп вә чоңқур болидиғанлиқини, сиясий вә иҗтимаи қиммитиниң техиму йүксәкликкә игә икәнликини толуқ тонуп йәткән, әнгилийидики уйғур җамаити өзи яшаватқан дөләтниң әмәлий әһвалиға мунасип һалда, өзлиридә бар болған имканийәтләрдин, талант игилиридин толуқ пайдилинип, "Лондон уйғур ансамбили" Ни қуруп чиқип, уйғурларниң миллий кимликини, бүгүнки сиясий әһвалини вә мол мәдәнийитини британийә җәмийитигә тонуштуруш йолида изчил түрдә издәнмәктә вә тиришмақта.

Мәзкүр ансамбил 2004 ‏- йили уйғур нахша - музикисиға иштияқ бағлиған бир қанчә кишидин тәшкиллинип рәсмий йосунда қурулғандин кейин, уйғурларниң әнәниви вә аммибап нахша, музикилирини орунлап, уйғур сәнитини дуня хәлқлиригә җумлидин әнгилийә хәлиқигә тонуштурушни асаси мәқсәт қилған сәнәт номурлири билән әнгилийидики түрлүк кәспий, илмий вә аммиви орунларниң қоллишиға еришип кәлмәктә.
London-Uyghur-Ansambili-senetkarliri-1-305
Сүрәттә, лондун уйғур ансамбили әзалири коча сәйлисидә.
Сүрәтни лондун уйғур ансамбили тәминлигән.

Ансамбилниң һазирқи нахшичи, музикант вә усулчилири уйғур дияридин, қирғизистандин шуниңдәк уйғур музика тәтқиқати билән шуғуллиниватқан енгилиз музика тәтқиқатчиси һәмдә уйғур сәнитигә иштияқ бағлиған енгилиз музика һәвәскарлиридин тәшкил тапқан болуп, ансамбил уйғур иҗадий вә хәлқ аһаңлиридин или хәлқ нахша - музикилири, килассик "уйғур 12 муқами" ни орунлайду.

Ансамбил әзалириниң көпинчиси, уйғур дияридин әнгилийигә мусапирлиқ салаһийити билән кәлгәнлики үчүн, тунҗи қетимлиқ нахша ‏- музика сәнитини "лондон 2005 ‏- йиллиқ мусапирлар байрими" да сәһнигә елип чиққан.

Лондон уйғур ансамбилиниң Асаслиқ қурғучиси әзиз әйса әпәнди, лондон уйғур ансамбилиниң қурулуш мәқсити вә ансамбилниң нөвәттә әнгилийидики һәрқайси саһәләрниң қизғин қоллап ‏- қувәтлишигә сазавәр болуватқанлиқи һәққидә тохталди.

Лондонда музика тәтқиқати билән шуғуллиниватқан доктор ричал харрис ханим, ансамбилниң музика йетәкчиси вәзиписини өтәш билән биргә, ансамбилниң дуттар маһири болуп, зияриитмизни қобул қилған ричал ханим, сөзини уйғурчә салам билән башлиди.

Ричал ханим, созидә йәнә, 5 йилдин буян паалийәт елип бериватқан ансамбилниң көп қетим әнгилийә, норвигийә қатарлиқ дөләтләрдә өткүзүлгән сәнәт фестиваллириға қатнишип, иҗабий баһаларға еришкәнликини билдүрүш билә биргә, уйғур сәнитини ғәрб әллиридә намайән қилишниң нөвәттә интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини, уйғур сәнити арқилиқ уйғурларниң өз ана вәтинидә чекиватқан азаб ‏- оқубәтлирини, дуч келиватқан һазирқи сиясий бесимини вә бу милләтниң әзәлдин мәдәнийәтлик, тинчлиқни сөйидиған, һөрлүккә вә әркинликкә мунасип бир милләт икәнликини дуня хәлқигә аңлитиш керәкликини оттуриға қойди.

Лондон уйғур ансамбилиниң уйғурларни тонуватқан паалийәтлиридин тәсирләнгән чәтәлликләрниң баһасидин сөйүнгәнликини билдүргән әзиз әйса әпәнди, канададин әвәтилгән бир мәктүптики мәзмунларни аңлатти.

Норвигийә вә ирландийидә өткүзүлгән сәнәт фестиваллириға қатнашқан лондун уйғур ансамбили, әнглийиниң көплигән шәһәрлиридә кишилик һоқуқ тәшкилатлири уюштурған паалийәтләрдә номур көрсәткәндин сирт, нуқтилиқ алий мәктәпләрни өз ичигә алған илмий тәтқиқат саһәлиридә 30 мәйдандин көп номур көрсәткән болуп, улар йәнә, 21 ‏- өктәбир күни әнгилийиниң New Castle шәһиридә бир қанчә мәйдан сәнәт номури көрситидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.