18-Июл хотән қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин германийидә намайиш өткүзүлди
2011.07.26

Шу тапта намайиш мәйданидин игилигән учурларни диққитиңларға сунуватимиз.
Үгүнки бу намайишни д у қ, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә тибәт тәшкилати бирликтә уюштурған болуп, шәһәр мәркизидики мәрйәм мәйданида саәт 11 билән башланған бу намайишқа көп санда уйғурлар қатнашти. Уйғур намайишчиларниң қоллиридики ай-юлтузлуқ көкбайрақ, “йоқалсун хитай дөләт террори!”, “уйғурларға әркинлик!” дегәндәк шоарлар йезилған лозункилар вә 18-июл хотән қирғинчилиқи һәм 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиға аит сүрәтләр әтраптики амминиң диққитини чәкти.
Бу қетимқи намайишқа қатнашқан хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң мәсуллиридин улрик делиюс әпәнди нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, “ 18-июл хотән қирғинчилиқи хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан етник қирғинчилиқиниң рошән дәлили, бу адаләтсизликкә дуня сүкүт қилмаслиқи керәк!” деди вә германийә һөкүмити башчилиқида тәрәпсиз бир тәкшүрүш өмикиниң шәрқий түркистанға тиздин әвәтилишини қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан бу қетимқи намайиш тоғрисида ипадә билдүрүп өтти. У сөзидә бүгүн хотәндики қирғинчилиққа наразилиқ билдүрүпла қалмай, германийә һөкүмитиниң 2012-йилини “хитай мәдәнийәт йили” қилип бекиткәнликигиму наразилиқ билдүрүшни мәқсәт қилғанлиқини вә муавин шәһәр башлиқи билән бүгүн сәһәрдә көрүшүп, өз пикирлирини оттуриға қойғанлиқини әскәртти.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу қетим намайиш тоғрисида чүшәнчә бериш билән биргә, германийиниң 2012-йилини хитай мәдәнийәт йили қилип бекитиш мәсилисигә болған наразилиқлирини ипадиләшниң тунҗи қәдимини бүгүн алғанлиқини тәкитлиди.