Таҗавузчиниң илләтлири вә таҗавузға учриған милләтниң хисләтлири

Зериккәндә телевизорниң 77‏ - қанални ичип тарихи темиларни болупму 2‏ - дуня урушиниң тарихини һәвәс билән көримән. Таҗавузчи билән таҗавуз қилинған милләтләр оттурисидики уруш тарихи мини чуңқур ойларға йетәкләйду.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.08.19

 Таҗавузчи милләт, иккинчи бир милләт олтурақлашқан районларға яки дөләтләргә таҗавуз қилғанда мәниви җәһәттә қандақ күчкә вә немигә тайиниду? таҗавузчи милләт мәниви җәһәттә кеңәймичилик, территорийә вә земин игиләш қара нийәтлирини "қәһриманлиқ", "батурлуқ"  дәйдиған  әхлақ -  пәзиләт ибарилиригә ниқаблап, өз дөлитиниң пуқралирини кеңәймичиликкә қизиқтуруп, олҗа ‏ -  мәнпәәткә ериштүрүштә вәдә берип, сәпәрвәрликкә чақириқ қилип, таҗавузчилиқ қара нийитини  җамаәт пикриниң һиматиға тапшуруп башқа милләт вә дөләтләргә таҗавуз қилишниң идийиви тәйярлиқини қилиду. Һәтта таҗавузчлиқни "вәтәнпәрвәрлик" дәп, йәнә һәтта таҗавузчилиқни "азат қилдуқ" дәп тәрипләйду. "Тибәтни азат қилдуқ", " уйғуристанни азат қилдуқ " дәп һазирғичә капшип йүргән хитай таҗавузчилири 20‏ - әсирниң 40‏ - йиллирида таҗавузчи дөләтләр қатарида әң типик таҗавузчи болуп чиққан.

Таҗавузчи милләт иккинчи бир милләткә яки дөләткә таҗавуз  қилғанда мадди җәһәттә немигә тайиниду? өз миллитини чақириқ билән иттипақлаштуруп, мислисиз тәшкили куч вә йетәрлик уруш хираҗити, мадди тәйярлиқларни пүттүрүп, алаһидә дөләт күчи -  һәрби куч тәйярлайду. Охшашла бир вақитта таҗавузчилиқни қоллашни қолға кәлтүрүш үчүн депломатик дәсмайә тәйярлашқиму үлгүриду. Мәсилән 2‏ - дуня уруши мәзгилидә полша җумһурийитини оттурида йәмчүк қилип таҗавузчилиққа тәйярлиқ қиливатқан икки дөләт  -  германийә вә сабиқ советләр һөкүмити өз ‏ -  ара бир - бириниң депломатик қоллишини қолға кәлтүрүшкән әмәсмиди? ундақта таҗавузчилиққа учриған милләтләрниң хисләтлири қандақ билиду?

Германийә армийиси әйни чағда франсийигә таҗавуз қилип киргәндин кейин қәһриман франсийә хәлқи шиддәтлик қаршилиқ көрсәткән. Франсийә партизанлири, германийә армийисиниң пайдилиниши мумкин болған барлиқ асаси қурулуш әслиһәлирини партлитип , һәтта бир тал сәрәңгә билән от қоюп көйдүрүп германийә армийисини һалсиратқан, җүмлидин, төмүр йол, ташйол, почта ‏ -  телеграф , еқин дәряға селинған көврүкләр, қатнаш үстидики аптомобиллар, яғач - таш, пахта, юң искилатлири, бензин  - сәнәркә искилатлири, йеқилғу тошуйдиған пойиз вагонлири, һәрбий ишлонлар қатарлиқ истратегийилик маддий әшя искилатлириға қораллиқ , бәзи һалларда бир тал сәрәңгә билән һуҗум қилип германийиниң таҗавузчи армийисигә әҗәллик зәрбә бәргән әмәсмиди? иттипақдаш армийә нормандида қуруқлуққа чиққандин кейин франсийә хәлқи армийә тәшкилләп диголни генераллиққа тәйинләп, фашизмға қарши урушниң ғәлибисини қолға кәлтүргән әмәсмиди? шу вақитта франсийә хәлқи һәрбий қорал -  яраққа қандақ иришкән иди?

Франсийә хәлқи һәрби қурал -  ярақни асасән германийә армийисиниң қолидин тартип алатти.Туюқсиз һуҗум қилатти . Өлгән герман армийисиниң қолидин қорал - ярақ партизанларниң қолиға өтәтти.Әлвәттә буниң үчүн франсийиниң оғул - қизлири қурбан берип бәдәл төләйти. "Кона милтиқ" кино филими дәл шундақ деталға асаслинип ишләнгән әмәсмиди?

Таҗавузчи милләтниң илләтлири үстидә тохталғандин кейин әмди таҗавузчи милләтниң хисләтлири үстидә тохталсақ,  таҗавузчи милләтниң иккинчи бир дөләткә қораллиқ һәрбий таҗавуз қилип кириши, әмәлийәттә таҗавуз қилинған дөләтләргә һәрбий қорал - ярақ елип кириши дегәнликтур. Дуняниң уруш тарихида һәрбий қорал - ярақниң муқим игиси болған әмәс. Һәрбий қорал - ярақ бир кимниң қолидин чүшкәндә , йәнә бир кимниң қолиға чиқип етиливәргән. Мәсилән, әйни чағда франсийиниң таҗавузчи армийиси алҗирийигә, һиндонезийиниң таҗавузчи армийиси шәрқи төмүргә, русийиниң таҗавузчи армийиси чиченийигә, әнгилийиниң таҗавузчи армийиси һиндистанға, японийиниң таҗавузчи армийиси җуңгоға, хитай гоминдаңниң таҗавузчи армийиси мустәмликә уйғуристанға һәрбий қорал - ярақ елип кирип, мәзлум хәлқләрни қоралландурған әмәсмиди?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.