Силәргә мувәппәқийәт тиләймиз тибәт хәлқи!

2008‏ - Йили 6‏ - айниң 30‏ - күни далай ламаниң ишханиси: далай ламаниң алаһидә әлчиси лоди гирәй 30‏ - күни бейҗиңға йитип келип җуңго мәркизи һөкүмитиниң вәкиллири билән 7‏ - қетимлиқ сөһбәт өткүзиду дәп җакарлиди.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.07.01

Буниңдин бурун далай лама, "әһмийәтлик өзини - өзи башқурушқа издинидиғанлиқи" ни тәкитлигәндә, җуңго һөкүмити далай ламани әйибләп: "тибәт мустәқиллиқини мәхпий йолға қоймақчи болуватиду," дегән иди. Америка қошма штатлириниң дөләт ишлар катипи кондилиза райис ханим29 ‏ - күни бейҗиңда җуңгониң ташқи ишлар министири яң җиечи билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәндә, тибәтниң вәзийитигә көңүл бөлидиғанлиқини тилға елип өтти.

Силәргә мувәппәқийәт тиләймиз тибәт хәлқи, 7‏ - қетимлиқ сөһбәтниң рәсмий сөһбәт бәлки мәсилә һәл қилидиған сөһбәт болуп қелишини үмид қилимиз. Игилик һоқуқ йәни тибәткә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқини тәкитләп кәлгән җуңголуқларға вә җуңго һөкүмитигә соал қоюп бақайличу? силәр немигә асаслинип тибәткә игилик һоқуқ йүргүзисиләр вә немигә асаслинип тибәткә милли һөкүмранлиқ қилишни тәкитләйсиләр? тибәт әзәлдин тибәт хәлқиниң вәтини, земини, тибәт немигә асаслинип җуңгониң бир қисми болуп қапту вә тибәт немигә асаслинип җуңгониң земини болуп қалидикән? бәлки алдирап - тенәп 'қанунға асаслинип'  дәп җаваб беришиңлар мумкин. У немә қанун, қандақ қанун вә ким түзгән қанун икән у?

Аз кәм 50 йил өтти. Далай лама вә униң қоллиғучилири хәлқара сәптә тохтимай күрәш қилиш арқилиқ, хәлқара җәмийәтниң қоллишиға еришип бүгүн җуңго һөкүмити билән тибәт тоғрисида рәсмий сөһбәтлишидиған пурсәтни яратти. Тибәт хәлқиниң уюлташтәк иттипақлиқи, бир нопузға бәйәт қилип нопуз тиклиши, нопузни һимайә қилиши, бир яқидин баш чиқириши, бир - бирини һөрмәт қилиши, далай ламани һөрмәт қилиши яки қайси бир тибәтликниң ақсақаллиқ қилмиғанлиқи яки қайси бир тибәтликниң далай ламаниң алдиға чиқип алмиғанлиқи тибәт хәлқини бүгүнки ғәлибә күнлиригә елип кәлди.

Әгәр бир милләт мустәмликә болуп қалидикән, әгәр бу милләт азатлиқ үчүн түнҗи қәдәмни туғушлуқ ташлаймән дәйдикән, иттипақлишип нопуз тикләш, баянат қилиш һоқуқини шу бир нопузға тәқдим қилиш вә бу нопузни чөридигән һалда, барлиқ кишиләрниң уюлташтәк иттипақлиқини ишқа ашурушниң зөрүрийити тибәтләрниң әмәлийити арқилиқ испатланди. Тибәт хәлқи вәтән ичидә далай ламани қоллиди, далай лама вәтән сиртида сияси паалийәт елип барди. Ичи - тешидин маслишип тибәт хәлқи идийини бирликкә кәлтүрди, һәрикәтни бирликкә кәлтүрди, улуғвар ғайиларни бирликкә кәлтүрди. Силәргә мувәппәқийәт тиләймиз тибәт хәлқи.

Далай лама алий аптономийә тәләп қилди. Бу иш далай ламаниң таллап алған йолидур. Шундақ болғанда дөләт мудапиә һоқуқи вә дипломатийә ‏ - ташқи мунасивәтләр һоқуқи хитай һөкүмитиниң қолида болған асаста, бу қетимқи сөһбәт нәтиҗә қазинидиғанла болса, иқтисад, мәдәнийәт,маарип, иқтисадқа мунасивәтлик тамоҗна һоқуқи, қораллиқ сақчиларни тәшкилләш һоқуқи, юқиридин ‏ - төвәнгичә һоқуқлуқ органларни тибәтләштүрүш һоқуқи, көчмәнләрни чекиндүрүш яки көчмән қобул қилиш һоқуқи, милли парламент тәшкилләш һоқуқи, мәмури әмәлдарларни сайлам арқилиқ вуҗутқа кәлтүрүш һоқуқи, милли парламентниң қанун чиқириш һоқуқи, икки тәрәп имзалиған қарши тәрәпниң сияси мәнпәәтлирини етирап қилған вә қобул қилған асаста түзүлгән қанунлар буйичә мәркизи һөкүмәт билән мунасивәт қилиш һоқуқи қатарлиқ һоқуқини мәзмун қилған қанун шәкиллири қандақ түзүлиду?

Бу хил тәрәққиятларға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан уйғурниң сиясий актиплири хитай һөкүмәт тәрәпниң вәкиллири билән далай ламаниң вәкиллириниң сияси сөһбитигә, "пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ хәлқара әһдинамиси" ниң роһи буйичә көзитиш билән диққәт қилип кәлмәктә. Шуңа уйғурниң сияси актиплири силәргә мувәппәқийәт тиләймиз тибәт хәлқи дейишмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.