Өркәш дөләт голландийә парламентида хитай вә уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә испат бәрди

Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән, голландийә парламентида 10-декабир хәлқарадики кишилик һоқуқи боғулуватқан милләтләрниң вәзийити һәққидә мәхсус испат бериш йиғини чақирилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.12.11
Gollandiyide-Orkesh-Dolet-we-Gheyret-Rozi-Xitay-toghrisidiki-yighinda-305.jpg Сүрәт, 10- декабир, дунйа кишилик һоқуқ күни мунасивити билән голландийә парламентида чақирилған хәлқарадики кишилик һоқуқи боғулуватқан милләтләрниң вәзийити һәққидики мәхсус испат бериш йиғинидин бир көрүнүш болуп, сүрәттә, тийәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин бири болған өркәш дөләт вә голландийидә паалийәт елип бериватқан "уйғурларни һимайә қилиш җәмийити"ниң рәиси ғәйрәт рози әпәндиләр сәһнидә.
RFA Photo / Gulchehre

Мәзкур йиғинда, уйғурларниң   кишилик һоқуқ мәсилилиригиму орун берилгән. Йиғинға голландийидики уйғурлардин вәкиләр қатнашқандин башқа йәнә,  тийәнәнмен  оқуғучилар һәрикитиниң  йетәкчилиридин бири болған өркәш дөләтму тәклип билән қатнашқан.  

Биз бу һәқтә, өркәш әпәнди вә голландийидә  паалийәт елип бериватқан  "уйғурларни һимайә қилиш җәмийити"ниң рәиси ғәйрәт рози әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.