UAA Пакистанниң 9 уйғурни хитайға қайтурушиға наразилиқ билдүрди

Америка уйғур бирләшмиси бүгүн баянат елан қилип, пакистанниң 9 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликигә наразилиқ билдүрди. Тәшкилат баянатида, пакистанниң иқтисадий мәнпәәтини көздә тутуп, хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқини әйиблиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.04.29
xu-zardari-beyjingda-305.jpg 15 - Өктәбир, хитайни зийарәт қиливатқан пакистан президенти асиф зардари билән ху җинтав, хитай һөрмәт қаравуллириниң алдида.
AFP Photo

Америка уйғур бирләшмиси, хитайниң аталмиш "3 хил күчләр" гә қарши зәрбә бериш һәрикәтлири билән уйғур яшлирини чәтәлгә чиқип панаһлиниш вә чәтәлдә паалийәт елип беришқа мәҗбурлиғанлиқини, шаңхәй һәмкарлиқ гуруһиниң йолсиз шәртнамилири, уйғур паалийәтчилирини зиянкәшликкә учритиватқанлиқини, шуңа хәлқара җамаәтниң хитайға қайтурулған 9 нәпәр уйғурниң тәқдирини йеқиндин көзитишини тәләп қилди.

Мәзкур тәшкилат баянатида, бундин илгири пакистандин қайтурулған исмаил сәмәт қатарлиқ паалийәтчиләрниң өлүмгә буйрулғанлиқини, осман әлихан қатарлиқларниң тәқдириниң һазирғичә мәлум әмәсликини әскәртип, мәзкур 9 уйғурниң сотлиниш җәряниниң ахбаратқа очуқ вә хәлқара қануний тәртипләр буйичә елип берилиши үчүн алақидар хәлқара җәмийәтләрни һәрикәткә чақирди.

Уйғур тәшкилатлири арқа - арқидин вәқәгә қарита наразилиқини ипадиләватқан пәйттә, уйғур җамаити арисида вәқә һәққидики мулаһизиләрму давам қилмақта.

Пакистан мәтбуатлирида ашкарилинишичә, хитай икки йилниң алдида пакистан һөкүмитигә 170 нәпәр уйғурниң тизимликини сунуп, уларни хитайға қайтуруп беришни тәләп қилған. Пакистан һөкүмити уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтурушта һәр вақит йәң ичи содиси қилмақта вә вәқәни мумкин қәдәр хәлқара җамаәттин йошурун елип бармақта.

Нөвәттә пакистандики қәбилиләр райониниң 9 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулишида мәсулийити бар - йоқлуқи уйғур көзәткүчиләр арисида ойлишиливатқан бир мәсилидур.

Бүгүн пакистандики бир түркүм уйғур яшлири радиомизға телефон қилип, 9 уйғурниң пакистанға қайтурулушиниң мәсулийити мәсилисидә, пакистан һөкүмити билән пакистан хәлқиниң айрим қарилиши керәкликини билдүрди.

Бу яш йәнә, пакистан вә туркий җумһурийәтләрниң сияситидә чоқум өзгириш болидиғанлиқини, бу җайларда хәлққә вәкиллик қилидиған партийиләрниң һакимийәт бешиға келиши билән, уйғур сияситидики хаталиқлирини түзитидиғанлиқиға үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

9 Уйғурниң хитайға қайтурулғанлиқи һәққидики инкаслар уйғур тор бәтлиридиму давам қилмақта. Көкбайрақ торида йезилған бир инкаста, хитай - пакистан һәмкарлиқиға охшаш ғәйрий инсанй һәмкарлиқларниң уйғур мустәқилчилириниң ирадисини сундуралмайдиғанлиқи, вәтән - милләт үчүн таққа чиққан яшларниң буниңдинму еғир бәдәлләргә тәйяр икәнлики билдүрүлгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.