'Партийиниң сиясити яхши' дегән сәнәт номури тәнқидкә учриди

Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики программисида, "партийиниң шинҗаңдики сиясити яхши" дегән ләпәрниң талланғанлиқини елан қилғандин кейин, бу программиниң талланғанлиқи җәмийәттә күчлүк тәнқидкә учриған.
Мухбиримиз миһрибан
2009.12.14
Xitay-tallighan-partiyining-siyasiti-yaxshi-degen-Uyghurche-leper-305.jpg Сүрәт, хитайниң мәркизи телевизийә истансиси бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики программисиға таллиған, "партийиниң шинҗаңдики сийасити йахши" дегән ләпәрниң көрүнүшлиридин.
www.youtube.com Дин елинди.

Нурғун кишиләр тор бәтлиридә өз қаришини баян қилип,"5 - июл вәқәси" дин кейин хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң вәзийитини техи контрол қилип болмиған, " 5 - июл вәқәси" гә мунасивәтлик дәп қаралған уйғурлар өлүм җазаси қатарлиқ еғир җазаға һөкүм қилиниватқан, қораллиқ әскәрләр кочида чарлап йүрүватқан, уйғур елиниң хәлқара билән болған телефон һәм интернәт алақилири техи әслигә кәлмигән, уйғурлар билән хитайлар бир - биридин еһтият қилидиған, мушундақ бир шараит астида бундақ бир программиниң сәһнигә чиқиши хитай һөкүмити үчүн бир мәсхирә дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Истансимизниң хитай тили бөлүминиң бу һәқтә игилигән учурлири вә инкаслирида көрситилишичә, хитайдики тор абонтлиридин илгири уйғур аптоном районида бир мәзгил турған лиу әпәнди бу программини бир алдамчилиқ дәп қарайдиғанлиқини мундақ дәп язған: " бу нахша әслидики 'шинҗаң яхши' дегән ләпәр асасида өзгәртилип ишлинипту, '5 - июл вәқәси'дин илгири бу нахшини аңлисақ анчә әҗәблинип кәтмәйттуқ, у чағда һәр һалда уйғурлар билән хитайлар арисида бундақ зор қанлиқ тоқунуш болмиған иди, һөкүмәтму һазирқидәк зор қошун йөткәп вәзийәтни контрол қилидиған әһвал йүз бәрмигән иди. 'Шинҗаң тинчланди, милләтләр иттипақ, вәзийәт муқимлашти' дәйду. Нәдиму тинчлиқ әслигә кәлсун, һазир шинҗаңдики вәзийәт йәнила шундақ кәскин, уйғурлар билән хитайлар йәнила бир - биригә арилашмайду, интернет әслигә кәлмиди, қораллиқ сақчилар кочиларда чарлап йүриду ... Бундақ бир мәзгилдә артислар сәһнигә чиқип, 'шинҗаңда милләтләр иттипақ, вәзийәт муқим, партийиниң сиясити яхши' дәп нахша ейтса бу бир мәсхирә әмәсму?"

Һазир хитай һөкүмити тор бәтлиридә бу программа һәққидики муназириләргә чәк қойған болуп, хитайда бирқәдәр қарши елинидиған әркин муназирә тор бекәтлиридин, шупиң, йүепиң, дубиәнваң қатарлиқ тор бәтлиригә чапланған бу һәқтики муназириләр еливетилгән икән.

Бүгүн чәтәлләрдики хитай демократлиридин " йөнилиш" журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди һәм дуня уйғур қурултийиниң ички ишлар мәсули елшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу программа вә һазирқи уйғур ели вәзийити һәм хитайниң миллий сиясити һәққидики қарашлирини ипадилиди.

Җаң вейго әпәнди өз қаришини ипадиләп мундақ деди: " һазир чағанлиқ сәнәт программисида хитай һөкүмитиниң мушундақ бир программини таллишиниң өзи хитайниң милләтләр сияситидики мәғлубийитиниң бир ипадиси дейишкә болиду. Хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини әкс мәнисидә чүшәнгинимиздила андин һазирқи вәзийәтниң әсли маһийитини чүшәнгили болиду. Уйғур аптоном районида вәзийәт йәнила кәскин туруватқан мушундақ бир вәзийәттә, хитай һөкүмитиниң " партийиниң сиясити яхши, шинҗаңда вәзийәт муқим" дегән тәшвиқатни елип беришиниң өзи шинҗаң вәзийитиниң йәнила наһайити муқимсиз икәнликини көрситиду. Әсли хитай коммунист һөкүмити "5 - июл вәқәси" дин кейин өзиниң миллий сияситидики хаталиқини тонуған һәм уни түзитиш үчүн тиришқан болса яхши болатти. Лекин, һазир компартийә һөкүмити өз хаталиқини түзитишниң орниға қорал күчи арқилиқ хәлқни бастуруп, өз сияситини пәрдазлап тәшвиқ қиливатиду. Һазир бу тәшвиқатқа хәлқара җәмийәтла әмәс бәлки хитайниң өзи ичидики пуқраларму ишәнмәс болуватиду. Хитайдики тор бәтлиридә бу һәқтики бәс - муназириләрниң көпийип, хәлқниң һөкүмәтни тәнқидлиши мана мушу сәвәбтин. Хитай һөкүмити өзи тиккән зәһәрлик мевилик көчәтниң мевини әмди йемәйму амал йоқ. Компартийә һакимийити әмди бу мәғлубийитини етирап қилмайму амали йоқ."

Дуня уйғур қурултийиниң ички ишлар бөлүминиң мәсули елшат әпәнди хитай һөкүмитиниң чағанлиқ сәнәт кечиликидә бундақ бир номурни оттуриға чиқириши, хитай компартийә һакимийитиниң сияситиниң мәғлуп болғанлиқиниң ипадиси дәп қарайдиғанлиқини баян қилди.

Елшат әпәнди йәнә бу программа хитайниң бу йиллардики сияситигә қилинған бир қаттиқ мәсхирә икәнликини, бу программа қоюлса хитай пуқралириниңму наразилиқи вә күлкисигә қалидиғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур ели вәзийити техи пүтүнләй контрол қилинип болунмиған мушундақ бир шараитта хитай һөкүмитиниң бу хил сиясий тәшвиқатни елип бериши, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райони вәзийитидин қаттиқ әнсирәватқанлиқи һәмдә хәлқара җәмийәткә өзиниң бу районда йүргүзүватқан бастуруш сияситини пәдазлап көрситип, өзини хәлқараниң бесимидин чәткә елиш икәнликидин дерәк беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 14, 2009 06:39 PM

Хитай һокумәт бир маймун һокумәт тарихдин буйан мушундақ ойун ойнап кәлгән ﯪллаһ халиса ﯪз қалди ойунни ﯪхирлишиқа.........

Anonymous
Dec 15, 2009 04:23 PM

Бу нумурни көрүп қусувәткили ﯪз қалдим, партийәғу нумуссиз, әмма шуниңға маслишип, ләпәр ойнап чиққан шу бир қанчә уйғурму нумуссиз. Иза тартишни болсиму билсә!...