Ағриқчан зумрәт һаҗимниң йәттә айлиқ бовиқи мәҗбурий чүшүрүветилди
2012.10.15

Зумрәт һаҗим бу йил 33 яш, униң қарнидики 7 айлиқ бовақ мәҗбурий алдурулғандин кейин саламәтлики еғир дәриҗидә зиянкәшликкә учриған.
Зумрәт һаҗимниң саламәтлики әслидила яхши әмәс болуп, дохтур униңға бала алдуруветишкә болмайдиғанлиқини, туғуттин мудапиәлиниш тәдбирлирини қоллинишқа техиму болмайдиғанлиқини, пәқәт туғут чәкләш оператсийиси қилдуруши керәкликини әскәрткән. Әмма зумрәт һаҗимниң қан бесими юқири болғанлиқтин оператсийигә елип кириш мумкин болмиған. Зумрәт һаҗимниң баян қилишичә, пиланлиқ туғут хадимлири бурунму униңға балини алдурувәтмисәң, өйүңни тартивалимиз, болмиса түрмидә ятисән дәп тәһдит селип, икки қетимлиқ балисини мәҗбурий алдурувәткән. У өзиниң саламәтликиниң яхши болмаслиқиниң икки қетимлиқ бала алдуруветиштин кәлгәнликини, һаятиниң хәтәргә учришиға қаримай үчинчи қетим йәнә бала алдурушқа мәҗбурланғанлиқтин, саламәтликиниң техиму начарлишип, бәдәнлириниң ишшип кәткәнликини баян қилиду. Зумрәт һаҗимниң саламәтликиниң зиянкәшликкә учришиға сәвәбчи болған йәрлик һөкүмәт, униң давалиниш һәққидики әрзини аңлашни рәт қилипла қалмай, дохтурханида бала алдурушқа кәткән чиқимларниму зумрәт һаҗимға төләткән. Зумрәт һаҗим дохтурханида балини чүшүрүшкә кәткән чиқимларни қәрз елип төлигән болуп, аилиси йәрсиз ишләмчи деһқан болғанлиқтин қәрз төләш үчүн техиму қийин әһвалда қалған.
Зумрәт һаҗимниң 3 қизи бар болуп 4-пәрзәнтигә, хитай һөкүмитиниң уйғур деһқанлар учтин артуқ пәрзәнт көрмәслик қануниға хилап һалда еғир аяқ болғанлиқтин, балиниң һаятини сақлап қалалмаслиқтин әндишә қилип, йәттә айғичә икки қат болғанлиқини йошурған болсиму, әмма пиланлиқ туғут хадимлири өйму-өй тәкшүрүп, ахири униң икки қат икәнликини паш қилған. Пиланлиқ туғут хадимлири һәр күни униң өйигә келип балини алдуруветишкә мәҗбурлап тәһдит селип бесим қилған. Роһи бесимға чидиялмиған зумрәт һаҗимниң қан бесими өрләп кәткәнликтин дохтурханиға беришқа мәҗбур болған. Нәтиҗидә дохтурлар униң бала алдурса саламәтликиниң еғир зиянкәшликкә учрайдиғанлиқиға қаримай, балини окул арқилиқ қийнап чүшүргән, бала тирик туғулғанлиқтин, улар аниниң көз алдида балини қайта окул уруп өлтүргән.
Биз йәнә тәпсилий әһвални игиләш үчүн ғулҗа шәһәрлик ана, балилар дохтурханисиниң пиланлиқ туғут бөлүмигә телефон қилдуқ. Мәсул хадим америкидики әркин асия радиосидин телефон қиливатқанлиқимизни аңлап зияритимизни қобул қилишқа амалсиз икәнликини билдүрди.