' Уйғур ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш' сияситиниң мәхпий йүргүзүлүватқанлиқи ашкариланмақта
Мухбиримиз җүмә
2009.01.30
2009.01.30
AFP Photo
Қаримаққа хитай даирилири һәдәп күчәйтип елип бериватқан бу сиясәт әмәлдин қалдурулғандәк, уйғур қизлири яқа юртларда мусапир болуп ишләш қисмитидин қутулуп қалғандәк туюлатти.
Һалбуки, биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити бу хил сиясәтни техиму күчәйтип давамлиқ йүргүзүп келиватқан болуп, әмәлийәттә бу һәқтә хәвәр беришни тохтатқан икән.
Сиртларға йөткәлгән әмгәкчиләр қетим сани 1 милйон 500 миң адәм қетимға йәткүзүлгән
Хитай һөкүмити уйғур елидә "ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш" сияситини 2006 - йилдин башлап кәскин йүргүзүп, башқа җайларға йөткилидиғанлар санини 1 милйон 200 миң адәм қетимға йәткүзүш, буларниң ичидә мәхсус хитай өлкилиригә йөткилидиғанлар санини 100 миң адәм қетимдин ашуруш пиланини оттуриға қойған иди.2008 - Йилида уйғур елидә сиртларға йөткәлгән деһқан әмгәкчиләр қетим сани хитай йәрлик һөкүмити пилан қилған сандин ашуруп орунланған болуп, шинҗаң гезитидә хәвәр қилинишичә, уйғур аптоном райони тәрәққият вә ислаһат комитетиниң мудири лю йәнляң 2009 - йили 7 - январ үрүмчидә чақирилған уйғур аптоном райони 11 - нөвәтлик хәлқ вәкилләр қурултийи 2 - йиғинида бәргән доклатида 2008 - йили уйғур ели миқясида сиртларға йөткәлгән деһқан әмгәкчиләрниң 1 милйон 500 миң адәм қетимға йәткүзүлгәнликини ашкарилиған. Әмма буларниң ичидә қанчә пирсәнтиниң мәхсус хитай өлкилиригә йөткәлгәнлики техи мәлум әмәс.
Бу сиясәт уйғур диярида йолға қоюлғандин кейин, һәрхил инкасларни вә уйғурлар арисида наразилиқ кәйпиятлирини қозғиған болса, хитай өлкилиригә йөткәлгән бәзи қизларниң бешиға адәм бедиклиригә алдинип кетиш вә яки нашаян ишларға зорлинишқа охшаш қисмәтләрниң кәлгәнлики һәққидики һекайиләрму мәйданға чиқишқа башлиди.
Нөвәттә пәқәт бир завуттила 800 нәпәр уйғур пәрзәнти бар
Һалбуки, 2008 - йили апрелдин башлап хитай ахбаратлирида хитай өлкилиригә йөткиливатқан уйғур әмгәкчиләр қошуни һәққидә һечқандақ хәвәр берилмиди.Әмма биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитайниң бу хил сиясәтни мәхпий йүргүзүватқанлиқи ашкариланмақта.
Мәлум болушичә, хитайниң гуаңдуң өлкисигә җайлашқан мәлум бир завутта нөвәттә 800 нәпәр әтрапида уйғур пәрзәнти ишләйдиған болуп, буларниң бир қисми бу завутта хели бурунла ишләшни башлиған болса ,көп қисим балилар 2008 - йили априлда келип йәрләшкән.
Мәзкур завутта ишләватқан уйғур қизларниң бихәтәрлики вә башқа җәһәтләрдики әндишиләрни көздә тутуп, завутниң ениқ адреси, бизгә учур бәргүчиниң нам шәрпи вә юрти һәққидә ениқ көрситилмиди.
Юртиға қайтурулғанларму қайтидин һәйдилишкә башлиған
Игилишимизчә, бу завутта илгириму уйғур балилар ишлигән болуп, әмма көпинчиси 2008 - йили уйғур елиниң җәнубидики бир уйғур йезисидин 3 түркүмгә бөлүп елип келингән.Биз көрүшкән уйғур қизиниң ейтишичә, һазир улар ишләватқан завутта бурун ишлигән әмма , саламәтлики яр бәрмәй юртиға қайтурулған қизларму йәнә қайтидин хитайниң башқа шәһәрлиригә һәйдилишкә башлиған.
Мәзкур завутта ишләйдиған йәнә бир уйғур йигитниң ейтишичә, улар турушлуқ завуттин икки саәт йирақлиқта йәнә бир завутта нурғун уйғур балилири ишләйдиған болуп, у завутта ишләйдиған балиларниң әһвали техиму начар икән.
Бу завутларда ишләватқан шунчә көп уйғур пәрзәнтиниң, ана юртидин шунчә йирақтики ят бир йезида мусапирлиқ азаби, роһи вә һәр хил бесимларға учрушиға немиләр сәвәб болди? булар бу завутқа кәлгәндин кейин қандақ қисмәтләргә йолуқти? уйғур пәрзәнтлирини башқа юртларға һәйдәш сияситиниң арқисиға қандақ ғәрәзләр йошурунған?
Һөрмәтлик оқурмәнләр, биз келәр қетимлиқ программимизда бу һәқтә тәпсилий учур вә мулаһизиләрни аңлитимиз.