Рабийә қадир ханим хәлқара вә аммиви тәшкилатларниң тәклипи билән испанийидә зияритини башлиди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.04.05
2011.04.05

AFP
Рабийә қадир ханим бу нөвәт дуня уйғур қурултийиниң явропа бирликидики алақә хадими мәмәт тохти әпәндиниң һәмраһлиқида 5-апрел испанийигә йетип кәлгән иди. Мәмәт тохти әпәнди мухбиримизниң телефон зияритини қобул қилип, рабийә қадир ханимниң испанийидә елип бармақчи болған паалийәт пиланлири вә бу қетимлиқ зиярәтниң әһмийити һәққидә тохталди.