Рабийә қадир ханим 19-январ күни мухбирларға баянат берип уйғур мәсилисини аңлатти

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн 19-январ чүштин кейин саәт 1:00 дә, америка дөләт мәҗлисиниң вашингтон шәһиридики ребреен бинасида ечилған мухбирларға баянат бериш йиғинида уйғур мәсилисини аңлатти.
Мухбиримиз меһрибан
2011.01.19
DC-namayish-urumchi-Rabiye-305 7 ‏- Ийул күни америкиниң пайтәхти вашингтонда, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә уйғурларниң наразилиқ намайишини қораллиқ бастуруш һәрикити вә хитайларниң гуаңдуң шавгүәндә уйғур ишчиларни вәһшиләрчә өлтүрүш қилмишлириға наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлгән болуп, сүрәттә, рабийә ханим нутуқ сөзлимәктә.
RFA Photo

Рабийә қадир ханим өз баянатида “5-июл үрүмчи вәқәсидин буян, тор бәтлиридә мақалә-әсәр елан қилғанлиқи үчүнла қолға елинип, еғир җазаға тартилған уйғур мухбир, зиялийлири, тор бәт башқурғучилириниң әһвалини аңлитип, обама һөкүмитидин хитай рәиси ху җинтавниң америка зиярити мәзгилидә хитайда барғанчә яманлишиватқан уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң миллий һоқуқи мәсилилири һәм кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң ребреен бинасида ечилған мухбирларға баянат бериш йиғинида йәнә, америкидики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири, тибәт тәшкилатлири һәм хитай демократ тәшкилатлириниң рәһбәрлириму баянат берип, обама һөкүмитини хитай рәиси ху җинтавниң америка зиярити мәзгилидә, хитайда барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.