' Рабийә қадир һәққидә дастан' нәшир қилинди

"Рабийә қадир һәққидә дастан" дегән китаб мәркизи германийидики шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң башқурушидики азадлиқ нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди.
Мухбиримиз аррслан
2008.12.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Rabiye-yawropada1-305 Уйғурларниң мәнивий аниси, уйғур миллий һәркитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим йавропадики намайишларниң биридә. Рабийә қадир ханимму ' төмүр ана ' һөрнисахандәк, өзи, аилиси вә балилири хитай һөкүмитиниң түрлүк зийанкәшликлиригә учриған ашу уйғур анилириниң бири.
Courtesy of Willy Fautre / Human Rights Without Frontiers Int`l

Бу китаб әслидә германийилик аял язғучи александера кавелиус ханим тәрипидин герман тилида йезилған болуп, "көкни зилзилигә салған аял" дегән намда, 2007 ‏- йили июн ейида германийидики һейнийе нәшриятида нәшир қилинған. Аптор китабниң намиға қошумчә қилип, "рабийә қадир хитай дөлитиниң 1‏- номурлуқ дүшмини" дәп изаһат бәргән.

Бу китаб һазир германийидә яшаватқан уйғур зиялийлиридин абдуреһимҗан абдурәшид дегән шәхс тәрипидин уйғурчиға тәрҗимә қилинған болуп, бу китабниң азадлиқ нәшрияти тәрипидин 2008 ‏- йили 12 ‏- айда истанбулда нәшир қилинған уйғурчә тәрҗимисигә "рабийә қадир һәққидә дастан" дәп нам берилгән.

Тәрҗиман китабниң муқәддимисигә тәрҗимә қилиш җәрянидики көз қарашлирини ипадиләп мундақ язған: китабниң өзәм муһим дәп қариған җайлирини әйнән җүмлиму ‏- җүмлә тәрҗимә қилип, мәлум мәзмундин кейин өз қаришимни қошумчә шәкилдә баян қилдим.

"Рабийә қадир һәққидә дастан " дегән бу китаб уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә герман тилида йезилған биограпийисниң уйғурчә тәрҗимиси орнида, һәм қошумчә шәрһилинип йезилған қиммәтлик әсәрдур.

Бу китаб асаслиқи бир муқәддимә вә бәш бөлүмдин тәркип тапқан болуп, биринчи бөлүми, хисләтлик туғулуш, иккинчи бөлүми қисмәттин һиммәт ғалибтур, үчинчи бөлүми пул һәммә нәрсә әмәс әмма көп ишлар пулға қарашлиқ, төтинчи бөлүми йәңгили болмайдиған тосалғу йоқ, йәткили болмайдиған йүксәклик йоқ, бәшинчи бөлүми зиндандики ғалип роһ дегәнгә охшаш темилардин ибарәт.
 
Китабниң асаси мәзмуни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң ким икәнликини, һаят кәчүрмишлирини, иш ‏- паалийәтлирини, уйғур миллитиниң милли кимликини, уйғур миллити билән хитай миллитиниң милли охшашмаслиқ пәрқини, хитайларниң уйғур миллитигә нәқәдәр вәһши зулум салған вә селиватқанлиқини, уйғур миллитиниң ғәрб әллиридин немини күтидиғанлиқини униңдин башқа йәнә нурғун муһим мәлуматларни өз ичигә алиду.

Бу китаб "анилар бир қолида бөшүкни тәврәтсә йәнә бир қолида дуняни тәвритиду" дегән уйғур хәлқ мақал тәмсили билән башланған. Бу китабни оқуған һәр қандақ бир шәхс рабийә қадир ханим билән уйғур миллитиниң иҗтимаий турмуш истили вә милли туйғуси билән әйнән учрашқан болиду, бу китаб ялғуз рабийә қадир ханимниң кишилик һаятинила ипадиләп қалмастин бәлки уйғур миллитиниң сияси тәқдирини, омумий һаят картинисини, милли әхлақини, әнәниви адәтлирини, уйғур миллитиниң һәқиқий милли салаһийәткә, милли мустәқиллиққа игә, беқинди әмәс өз алдиға мәвҗут болуп кәлгән бир милләт икәнликини намайән қилиду.

Биз бу һәқтә бу китабни нәшир қилдурған шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң башлиқи көрәш атахан әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң толуқ мәлуматини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.