Рабийә қадир ханим голландийә әркинлик университетида доклат бәрди

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим голландийиниң амстердам шәһиридики әркинлик университетида доклат бәргән. Рабийә қадир ханим 3 - айниң 30 - күни ахшам бәргән бу доклатида хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, болупму 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки вәзийәт һәққидә тохталған.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.03.31
Rabiye-xanim-Gollandiye-Erkinlik-uniwersitetida-nutuq-sozlidi-305.jpg Сүрәт, д у қ рәиси рабийә қадир ханим, 3 - айниң 30 - күни ахшам, голландийиниң амстердам шәһиридики әркинлик университетида доклат бәргән болуп, сүрәттә, рабийә қадир ханим йиғин иштиракчилири билән қизғин сөһбәттә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, явропа дөләтлириниң уйғур мусапирларға қучақ ечиши керәкликини тәкитлигән. Бу доклат бериш йиғиниға парламент әзалири кәчүрүм тәшкилати мәсуллири вә оқуғучи оқутқучилардин болуп 500дин артуқ киши қатнашқан.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, баш катип долқун ейса, муавин реисләрдин абдусәмәттин тәркип тапқан һәйәт  3 - айниң 31 - күни чүштин кейин вакаләтсиз милләтләр тәшкилатини зиярәт қилип улар билән уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә музакирә елип барған.

Рабийә қадир ханим 4 - айниң 1 - күни голландийидики зияритини ахирлаштуруп вашингтонға қайтмақчи. Биз бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш  үчүн рабийә қадир ханим вә сәмәт әпәндиләр билән телефон зиярити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.