Рәҗәп тайип әрдоған бир уйғур аилисини зиярәт қилди

Туркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған партийисиниң 3 - нөвәтлик қурултийиға қатнишиш үчүн 6 - айниң 7 - күни қәйсәри шәһиригә барған. Он миңларчә кишиниң қарши елиши билән қәйсәри шәһиригә киргән баш министир рәҗәп тайип әрдоған қәйсәри қадир хас йиғин залида қурултай вәкиллиригә сөз қилған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.08
Erdoghan-Siyit-Tumturk-bilen-305 Рәҗәп тайип әрдоған 6 - айниң 7 - күни қәйсәри зийаритидә, бир уйғур аилисини зийарәт қилип, 75 йаштики гүлмәтханниң аилисидин һал сориған. Сүрәттә, рәҗәп тайип әрдоған д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди аилиси билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Қурултайниң ечилиш нутқини қилған рәҗәп тайип әрдоған, қурултай ахирлашқандин кейин, залниң йеқинидики бир уйғур аилисини зиярәт қилған. У 75 яштики гүлмәтханниң өйигә кирип һал сориған.

Бу зиярәттә баш министирдин башқа дөләт министири фаруқ өзкөк, ениргийә министири танәр йилдиз, йеза игилик министири вейсәл әроғли вә көп санда парламент әзасиму бар икән.

Баш министир бу аилә билән сөһбәт елип бериш җәрянида дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди баш министиргә уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәргән.

Сейит түмтүрк әпәндиниң әң кичик қизи хәйрунниса қизни қучиқиға елип әкиләткән рәҗәп тайип әрдоған, сейит түмтүрк әпәнди вә аялидин `нәччә пәрзәнтиңлар бар?` дәп сориған.

Сейит түмтүрк әпәндиниң аяли мәрйәм ханим, `бизниң 5 балимиз бар, ана вәтинимиз шәрқий түркистанда уйғур аяллириға бир балидин көп бала туғушқа рухсәт қилмайду. Уйғур
Erdoghan-Siyit-Tumturk-bilen1-305
Рәҗәп тайип әрдоған 6 - айниң 7 - күни қәйсәри зийаритидә, бир уйғур аилисини зийарәт қилип, 75 йаштики гүлмәтханниң аилисидин һал сориған. Сүрәттә, рәҗәп тайип әрдоған өмики гүмәтханниң һойлисида.
RFA Photo / Erkin Tarim
Қизлирини иш тепип беримиз дегән ялған вәдиләр билән хитайға екитиватиду`, дәп җаваб бәргәндә, баш министир рәҗәп тайип әрдоған бешини лиңшитип туруп, `биз һәр қандақ наһәқчиликкә қарши туримиз` дегән.

Сейит түмтүркниң чоң қизи айшәнур баш министир рәҗәп тайип әрдоғанға уйғур допписи тәқдим қилған. Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң бу уйғур аилисидә елип барған зиярити һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн уйғур мәһәллисидики уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.