Тонулған уйғур рәссам әхмәт әхәт әнқәрәдә рәсим көргәзмиси ачти

Тонулған уйғур рәссам әхмәт әхәт әпәнди түркийә вәқипләр банкисиниң тәклипигә бинаән түркийигә келип, әнқәрәдә рәсим көргәзмиси ачти. Атақулә рәсим көргәзмәханисида өткүзүлгән ечилиш мурасимиға түрк рәссамлар, әнқәрәлик уйғурлар вә түркләрдин болуп көп санда киши қатнашти.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.03
Ressam-ahmet-ahat-ankarada-305.jpg Сүрәт, уйғур рәссам әхмәт әхәт әпәндиниң көргәзмә җәрйанида мухбирларниң суаллириға җавап бериватқан көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Уйғур рәссам әхмәт әхәт әпәнди 26 парчә рәсимни бу көргәзмигә қойған болуп, бу рәсимләрдә ташларға оюлған символлар әкс әттүрүлгән.

Рәссам әхмәт әхәт әпәнди 1954 - йили ғулҗа шәһридә туғулған. 1974 - Йили алмаата абай педагогика иниститутиниң сәнәт бөлүмини пүттүргән. 1995 - Йили ташкәнттә өткүзүлгән "асия арт" көргәзмисидә алтун медалға еришкән. У 1993 - йили әнқәрәдә, 1996 - йили италийидә, 2008 - йили вашингтон билән үрүмчидә рәсим көргәзмиси ачқан.

Бу көргәзмә 12 - айниң 13 - күнигичә давам қилидикән. Әхмәт әхәт әпәнди зияритимзни қобул қилип өзиниң иҗадий паалийәтлири һәққидә тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.