Шиветсийидә нәшр қилинған 'оттура асиядики инқилаб вә вәзипә' дегән китаб һәққидә

Шиветсиидә шивет тилида нәшр қилинған уйғурларға даир китабларниң ичидә материял мәнбәси кәң, илими қиммити юқири, тарихи пакитлар риаллиққа уйғун йезилған китаб, "оттура асиядики инқилаб вә вәзипә" дегән китабтур .
Мухбиримиз йалқун
2010.10.21
Shiwetsiye-Xiristiyan-dinchiliri-SherqiTurkistanda-305.jpg Аптор лаш ерик һөгбәрий шиветсийлик дин тарқатқучиларниң тәркибидә әң дәсләп қәшқәргә барған дин тарқатқучиларниң бири болуп, у қәшқәр, йәкән вә йеңисарларда 1894 - йилдин 1916 - йилғичә турған болуп, сүрәттә, шу дәвирдики шиветсийлик дин тарқатқучилири карванлириниң бир сәпири көрситилгән.
youtube.com Дин елинди.

Гәрчә бу китабниң чоң мавзуси болсиму, лекн китабқа қоюлған қошумчә мавзуға, "шиветсийә миссйонерлириниң - 1892 - йилдин - 1938йилғичә болған арилиқтики шәрқи түркистандики вәзипилири" дәп йезилған.

Китабни аптор җон хотвалл он йилдин артуқ вақтини сәрп қилип йезип чиққан болуп, 1981 - йили йүммесон китаб нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Аптор бу китабни йезип чиқишта көпирәк шиветсийә архипханилирида сақлиниватқан материяллар, қолязмилар, хәт - чәкләр, рәсим, уналғу лентилири вә шәхисләр билән өткүзүлгән зиярәт хатирилиридин пайдиланған болуп, әйни дәвирдики шәрқи түркистанниң тарихи риаллиқи, сиясий вәзийити вә турмуш картинилирини әйнән йорутуп биришкә көп тиришқан.

Гәрчә китаб шивет миссйонерлириниң шәрқи түкистандики паалийәтлиригә беғишланған болсиму, әмма китабниң һәр бир варақлиридин әйни дәвирдики уйғурларниң һаятиға, шәрқи түркистанниң сиясий вәзийтиигә мунасивәтлик учурларни көрүвелишқа болуду. Болупму, китабниң бешидики вә ахиридики бир қанчә баблири мәхсус шәрқи түркистанниң тарихи, җуғрапийиси, сиясий вәзийити вә әйни дәвирдики болуп өткән вәқәлиригә беғишланған болуп, - 20әсирниң 20 ‏ - вә - 30 йиллири шәрқи түркистанда йүз бәргән вәқәләр һәққидә мәлум учурларға игә болғили болиду. Китабқа атағлиқ түрколог вә уйғуршунас гуннар ярриң кириш сөз орнида беғишлима йезип бәргән болуп, аптор җон хотваллниң бу илмий әмгигә юқири баһа бәргән.

Аптор өзиму китабниң башланмиси сүпитидә баһа сөзи язған болуп, баһа сөзиниң башланмисидики муну қурлар алаһидә көзгә челиқиду: "шәрқи түркистан яки 'шинҗаң райони' бүгүнки күндә шәрқтики гегантлар дәп атиливатқан руслар билән хитайниң оттурисидики күйүватқан бир нуқта болуп, бу йәр тарихтин буян пәқәт сиясий тоқунушларниң мәркизи болуп қалмастин, йәнә һәр хил динларниңму учришиш нуқтиси болған иди."

Китабниң биринчи баби: шәрқи түркистан - йиганә тупрақ, лекин йәнила учришиш орни, шәрқи туркистанниң җуғрапийиси, хәлқләр, хәлқниң күндилик турмушидин күрүнүшләр, тарихи һәққидә ,диний етиқадлар қатарлиқ бир қанчә мавзуларни өз ичигә алған болуп, бу бабларда шәрқи түркистан вә у йәрдә яшаватқан уйғурлар һәққидә мупәссәл баянлар берилгән.

Апторниң шәрқи түркистанниң сиясий вәзийитигә беғишланған баянлири вә ноқтийнәзәр , мулаһизилири китабниң - 6бабидин башланған болуп, бу бапта, шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуши вә мәғлуп болуши, туңганларниң қәшқәрдики қирғинчилиқи, сөвет иттипақиниң шәрқи түркистандики өзгиришләргә тутқан муамилиси ... Қатарлиқ бир қатар мәзмунлар тәһлил қилинған. "Уйғур мусулманлириниң күрәш нишани хитайларниң башқурушидин айрилған әркин исламий һакимийәт қуруш иди ... Уларниң бу арзуси - 1933 йили күздә ахири әмәлгә ашти. Улар қәшқәрни мәркәз қилип туруп, үрүмчидики мәркизи һакимийәттин айрилип, әркин шәрқи түркистан ислами җумһурийити қурғанлиқини җакарлиди" дәп язиду аптор китабида.

Апторниң китабидики баянларға асасланғанда, қәшқәрдә қурулған шәрқи түркистан ислам җумһурийити хәлқараға өзиниң мәвҗутлиқини етирап қилдуруш үчүн бир қатар дипломатик паалийәтләрни елип барған. Улар алди билән сөвет иттипақи, афғанстан, һиндистан қатарлиқ дөләтләргә вәкилилләр өмики әвәтип , йеңидин қурулған шәрқи түркистан җумһуритини етирап қилишини вә дипломатик мунасивәт орнитишни тәләп қилған. Лекин сөвеит иттипақи болса бир тәрәптин өзиниң тәшвиқатлири арқилиқ "шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуши японийә вә әнгилийә қатарлиқ империялстик дөләтләрниң қоллиши билән болған дәп давраң селип , әнгилийәниң әнгилийә ‏ - хитай достлуқини бузуп һиндистан арқилиқ шәрқи түркистан җумһурийитигә ярдәм берип қелишиниң алдини алмақчи болған болса, йәнә бир тәрәптин шиң шисәй билән болған алақисини күчәйткән.

Апторниң қаришчә, шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң шунчә қисқа вақит ичидә ағдурулуши ички җәһәттә һәр қайси гуруппилар оттурсики зиддийәтниң кәскин болуши, иқтисадий җәһәттә йөләнгүдәк бир мәнбәниң болмаслиқи болса, ташқи җәһәттә сөвит иттипақидәк емпериалистик дөләтләрниң мәнпәт оюниниң қурбани болғанлиқидур.

Аптор китабида әйни йиллири қәшқәрдә турған вә болған вәқәләрни өз көзи билән көргән кишиләрниң қалдурған материяллири асасида туңганларниң қәшқәрдики қирғинчилиқида 3000 дин артуқ уйғурларниң қирғин қилинғанлиқини вә 1933 - йилдин 1934 - йилғичә болған арилиқта йүз бәргән һәр хил вәқәләрдә аз дегәндә 200 миңдин артуқ уйғурларниң өлгәнликини язиду.

Апторниң қаришчә , бурун шәрқи түркистан дәп аталған бу макан шиң шисәй дәвиридиму мәркизи һөкүмәткә беқинмиған болуп, пүтүнләй мустәқил һаләттә турған. Сөвит иттипақиниң һөкүмрани сталин өзиниң арқа һойлиси болған шәрқи түркистанниң әнгилийә яки японийә импирийисиниң қолиға чүшүп кәтмәслики үчүн шиң сисәй арқилиқ бу районни тутуп турушқа тиришқан, һәтта өзиниң иттипақдаш бир җумһурийити сүпитидә қошувелиш ғәризидиму болған, әмма гитлер германийисиниң сөвет иттипақиға һуҗум қилиши сталинниң бу чүшини бәрбат қилған.

Аптор китабиниң кийинки баблириниң көп қисмида бу хилдики баян вә мулаһизиләргә орун бериду.

Бир қисм уйғуршунасларниң баян қилишчә, бу китаб уйғурларниң 20 - әсирниң алдинқи йеримидики сиясий тарихини тәтқиқ қилишта муһим бир материял мәнбәси болалайдикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.