Шиветсийә парламинтида рабийә ханимдин кейин шиветләрму уйғурларни тонуштурди

Явропада чиқидиған ғәрб шамили журнилиниң тәһрири, һазир шиветсийидә туруватқан һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханим 4 ‏- айда шиветсийәгә кәлгәндә, шиветсийә парламентини зиярәт қилған.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.13
 Рабийә қадир ханим зияритидә, бу йил 3 ‏- айда башланған тибәт һәрикитидин буянқи уйғур һәрикитиниң әһвалинила әмәс, бәлки 1949 ‏- йилидин буян хитай коммунист партийиси елип барған һәр қетимлиқ сиясий һәрикәттә уйғурларниң тартқан ечинишлиқ дәрт -әләмлирини тонуштурған.

Шивитләрму уйғурларни тонуштурди

Һаҗи абдуришит кериминиң ейтишичә, шиветсийә парламинтида өткүзүлгән бу паалийәттә, рабийә ханимдин кейинла уйғур юртлирини зиярәт қилған шивитләрму нәқ мәйдандин елинған рәсимлик пакитлар арқилиқ уйғурларниң һазирқи әмәлий турмуш әһвалини тонуштурған.

Уйғур балилири кәлгүсидә уйғур әнәнисини сақлап қалиду

Һаҗи абдуришит кериминиң ейтишичә, шиветсийә парламенти оюштурған шу қетимқи паалийәттә, шиветсийидики уйғур балилири сәнәт номурлирини көрситип, өзлириниң кәлгүсидә уйғур әнәнисини чуқум сақлап қалидиғанлиқини ипадилигән.

Шиветсийидики түркләрму уйғурларни қоллайду

Һаҗи абдуришит кериминиң ейтишичә, шиветсийә парламентиниң түрк әзаси муһәммәт қаплан әпәнди уйғурларға қолидин келишичә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.