Шиветсийидики уйғурлар парламент бинасида иптар зияпити бәрди
Мухбиримиз йалқун
2009.09.17
2009.09.17
RFA Photo / Yalqun
Иптар паалийитигә шиветсийә парламентиниң муавин башлиқи бергитта селлен ханим вә бир қисим парламент әзалиридин сирт, шиветсийидә паалийәт елип бериватқан һәр қайси мусулман әллири тәшкилатлириниң вәкиллири болуп йүздин артуқ киши қатнашти. Паалийәт иптар үчүн ейтилған әзан авази билән йүз ачти.
Паалийәт җәрянида шиветсийә парламентиниң муавин башлиқи бергитта селлен ханим сөзгә чиқип шиветсийидә яшаватқан мусулманларниң җүмлидин уйғур мусулманлириниң рамизанини тәбриклиди.
Бергитта селлен ханим сөзиниң ахирида зияритимизни қобул қилип, уйғурлар һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди. У мундақ дәйду: "мән уйғурлар һәққидә гезитларда оқуған вә теливизорларда көргән учурлардин башқа көп чүшәнчигә игә әмәс идим. Бүгүн иптар паалийтидә уйғурлар билән бивастә учришип, тәмлик һәр хил тамақлирини тетип уйғурлар һәққидики чүшәнчәм техиму чоңқурлашти. Маңа соға қилинған бу көк шарпа уйғурларниң байриқиниң символи икән, мән бу соғидин шунчилик хурсән болдум. Уйғурлар һәққидики соаллар ташқи ишлар министирлиқиға даир ишлар болғанлиқи үчүн, уларниң қандақ хизмәтләрдә болуватқанлиқи маңа намәлум, әмма пат йеқинда шиветсийиә парламентида уйғур мәсилисиниң музакирә қилинидиғанлиқи маңа мәлум, чүнки мениң мәмәт қаплан вә башқа бир қисм парламент әзалириниң уйғур мәсилиси һәққидә парламентқа сунған хәтлиридин хәвирим бар."
Иптарлиқ паалийәтни уюштурушқа көп күч чиқарған шиветсийә парламентиниң йешиллар партийисидин болған парламент әзаси мәмәт қаплан иптар иштиракчилириға уйғурлар бүгүнки күндә дуч киливатқан сияси, иқтисади, мәдәни вә диний җәһәттики зулумларни сөзләп өтти вә уйғур тамақлирини иптар иштиракчилириға тәпсилий тонуштурди.
Зияритимизни қобул қилған мәмәт қаплан уйғур мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ дәйду: "уйғур мәсилиси бүгүнки күндә пүтүн дуня инсанлири билишкә тигишлик бир мәсилә болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң тәтур тәшвиқати билән кишиләрниң нәзиридин йирақта қеливатиду. Уйғур мәсилиси пәқәт пүтүн түрки милләтләрниң, пүтүн мусулман дунясиниң мәсилииси болуп қалмастин, бәлки һәр қандақ виҗдан игисиниң көңүл бөлүшигә тигишлик мәсилидур. Әмма бүгүнки күндә, дунядики нурғун дөләтләр хитайниң күчлүк иқтисади күчи алдида уйғурларниң шәрқи түкистандики өлтүрүлүватқан, қирғин қилиниватқан, түрмиләргә қамиливатқанлиқидәк һәқиқәтләрни көрүшкә аҗизлиқ қиливатиду. Биз шәрқи түркистандики бу хил инсани болмиған муамилиләрниң балдуррақ ахирлишишини арзу қилимиз. Уйғурларниң аниси рабийә қадир бу җәһәттә көп тиришчанлиқларни көрситиватиду. Мән шундақ қараймәнки, һәр бир уйғурниң уйғур мәсилисини дуняға тонуштуруш мәҗбурийити бар. Уйғур мәсилисини шиветсийә парламентида көтүрүп чиқишқа мән тәйяр һәм мән мушу йолда давамлиқ издиниватимән."
Паалийәт җәрянида уйғур маарип уюшмисиниң иптар зияпитини уюштурушқа мәсул болған әхмәтҗан зияритимизни қобул қилип иптар зияпитини орунлаштурушқа даир ишлардин учур бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.