Шивитсарийиниң җура вилайити гүнтанамодики 2 уйғурни қобул қилиш қарари алди

Шивитсарийә бир қанчә һәптидин бери гүәнтанамодики уйғурлардин икки нәпирини қобул қилишни ойлишиватқан иди. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму алдинқи күни шивитсарийини зиярәт қилип, икки уйғурниң қобул қилиниши һәққидә бир қатар паалийәтләрни елип барған иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.29
Shiwitsariye-Uyghurlar-we-xitay-305.jpg Сүрәт, голландийә радиоси, йәни http://www.rnw.nl Да хитайниң шивитсарийигә 2 уйғурни алмаслиқ тоғрисида бесим ишлитиватқанлиқи тоғрисидики мақалидин корунуш.
http://www.rnw.nl Дин елинди.

Шивитсарийиниң җура вилайити 27 ‏- янивар күни вилайәт мәҗилисидә мәхсус йиғин ечип икки нәпәр уйғурни қобул қилишни қарар қилған. Вилайәт мәҗилисидә бу қарар 2 гә қарши, 45 қобул аваз билән тәстиқтин өткән.

Шивитсарийә шәрқи түркистан җәмийитиниң билдүрүшичә, җура вилайитиниң бу қарари икки уйғурниң шивитсарийигә қобул қилиниш еһтималлиқини күчләндүргән.

Җура вилайити шивитсарийидики 26 вилайәтниң бири болуп, шивитсарийиниң ғәрбий шимал чегрисиға җайлашқан, нопуси 69 миң, тили франсизчә. Шивитсарийә шәрқи түркистан җәмийити бир һәптиниң алдида, җура вилайитиниң алақидар мәсуллири билән көрүшкән вә шивитсарийидики уйғур җамаитиниң икки уйғур мәсилисидики тәләплирини оттуриға қойған.
 
Шивитсарийә ойлишиватқан икки нәпәр уйғур бәхтияр мәһмут вә әркин мәһмуттин ибарәт ака - ука мәһбуслардур. Улар 2003 ‏- йили айрим - айрим һалда пакистан вә афғанистанда қолға елинған. Гүәнтанамо түрмисидә учрашқан. Бәхтияр мәһмут өткән йили палавға қобул қилинған чеғида, акисиға һәмраһ болуш үчүн, палавға беришни рәт қилған.

Җәмийәт башлиқи әндәлиниң билдүрүшичә, нөвәттә ака - ука мәһбусларниң һаят һикайиси вә буниң билән бирликтә уйғур мәсилиси шивитсарийә җамаәт пикиридә муһим күнтәртипни игәллимәктә.

Шивитсарийидә нүвәттә 80 нәпәр әтрапида уйғур яшайду. Шивитсарийә шәрқи түркистан җәмийити 2000 ‏- йили қурулған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.