Шөһрәт мутәллипофниң йеңи тәтқиқат нәтиҗиси

Америкидики алимлар маймунларниң гени үстидә тәҗирибә елип берип, ерсийәт кесили бар бир ана маймун вә бир сағлам ана маймундин айривалған ген материялидин сағлам маймунларни пәйда қилди. Алимлар, бу илмий тәтқиқат нәтиҗиси адәмләргә тәдбиқланса ерсийәт кесили бар аялларға сағлам бала туғуш имканийти яритип бериду, дәп қаримақта.
Мухбиримиз әркин
2009.08.27
Shohret-Mutellip-DNA-tetqiqati-305.jpg Доктор шөһрәт мутәллипофниң DNA тәтқиқатидин пәхирләнгән ориган шитатлиқ сағлиқ вә илим-пән университетидики оқутқучилар доктор шөһрәт мутәллипов билән биргә.
http://ties.ohsu.edu Дин елинди.

Мәзкур тәтқиқат нәтиҗиси америка ореган сәһийә вә пәнләр университетиниң тәтқиқатчиси шөһрәт мутәллипоф башчилиқидики бир тәтқиқат гурупписи тәрипидин байқалған. Бу мунасивәт билән, алим шөһрәт мутәллипофни зиярәт қилдуқ.

Шөһрәт мутәллипоф йитәкчиликидики ген тәтқиқат гурупписиниң илмий тәҗирибә нәтиҗиси әнгилийидики "тәбиәт" илмий журнилида елан қилинди. Алимлар бу тәтқиқат нәтиҗисини ерсийәт кесили бар аялларниң кесәлликни ерсийәт йоли билән пәрзәнтлиригә қалдурушиниң алидини елип, сағлам бала туғушиға имканийәт яритидиған ғол һуҗәйрә тәтқиқат саһәсидики зор байқаш, дәп қарашмақта.

Лекин шуниң билән биргә бу тәтқиқат нәтиҗиси қануни, әхлақий вә иҗтимаи мәсилиләргә аит бәзи соалларни пәйда қилған. Бу мунасивәт билән доктор шөһрәт мутәллипоф мәзкур тәтқиқат нәтиҗиси һәққидики суаллиримизға җаваб бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.