Сүрийидә “өлүм протоколи”намайиши вә чоң партлаш

Сүрийә вәзийити барғансери яманлишип кетиватмақта. Сүрийигә әрәб дөләтлири иттипақи тәрипидин көзәтчиләр йетип бериши билән тәң әсәд һакимийитиниң вәһшийлики техиму ешип кәткән.
Ихтияри мухбиримиз өмәрҗан
2011.12.23
suriye-partiliash-305.png 23-Декабир йүз бәргән сүрийәдики өзини өлтүривелиш характеридики партилитиштин бир көрүнүш
AFP

Бир тәрәптин сүрийилик өктичиләр әрәб дөләтлири иттипақи билән сүрийә һакимийити бундин илгири имзалиған протоколни етирап қилмиғанлиқтин, бу протоколни“өлүм протоколи”дәп атиған вә шундақ шуар билән намайиш қиливатқан болса, йәнә бир тәрәптин дәмәшқтә дөләт мәхпийәтлик оргини билән сақчи оргинида қаттиқ партлаш йүз бәргән.

Қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилиға 2011 - йили23 - декабир күни мисирниң қаһирә шәһиридин баянат бәргән сүрийилик инсан һәқлири паалийәтчиси муһәммәд җамал мундақ деди:“сүрийилик намайишчилар әрәб дөләтлири иттипақи билән сүрийә һакимийити оттурисида имзаланған протоколни техиму көп адәмниң өлүмигә сәвәб болғанлиқи үчүн “өлүм протоколи” дәп атап, пайтәхт дәмәшқ шәһиридә 23 - декабир җүмә намизидин кейин чоң көләмлик намайиш оюштурди. Чүнки бу протокол, әсәд һакимийити техиму көп адәм өлтүрүш үчүн вақит қазиниш үчүнла имзалиған қуруқ қәғәз болуп, униң сүрийә хәлқигә һечқандақ пайдиси йоқ. Протокол имзаланған күнидин бири200 дин көп адәмниң өлтүрүлгәнлики бу дегәнлиримизниң җанлиқ шаһидидур. Дәмәшқ шәһиридә намайиш болуватқан әснада сүрийә шәһәрлиридә сақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнләрниң сани 14кә чиқти. Түнүгүн һәмс вә идлиб шәһәрлиридә өлтүрүлгәнләрниң сани 40 қа йәткән. Демәк, сүрийә һакимийити имзалиған протокол өлтүрүшни тохтитиш үчүн әмәс, бәлки техиму көп өлтүрүшкә йол ачмақта. Шуңа бу протоколни сүрийилик намайишчи хәлқ “өлүм протоколи” дәп аташни лайиқ көргән вә шу шуар билән намайиш қилған.”

Дәмәшқтики партлаш


“әл җәзирә” телевизийә қанилиниң дәмәшқтики мухбири әһмәд маһирниң баян қилишичә, 2011 - йили23 - декабир күни әтигәндә дәмәшқ шәһиридики сүрийә дөләт мәхпийәтлик оргининиң бинаси билән сақчи мәркизи бинасида қаттиқ партлаш йүз бәргән болуп, икки қетимлиқ партлашта 30 ға йеқин адәм өлгән, 100гә йеқин адәм яриланған. Сүрийә телевизийиси партлашниң террорчилар тәрипидин әмәлгә ашқанлиқини елан қилди. Әмма тәһлилчиләр вәқәни сүрийә һакимийити өзи кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрмәктә. Чүнки, сүрийидики әсәд һакимийити өктичиләргә гунаһ артиш вә уларни террорчилар дәп қарилаш үчүн қолидин кәлгән һелә - микирләрни қолланмақта икән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.