Талантлиқ уйғур музикант гүлдияр танридағли түркийидә консерт қойди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.10.26
2010.10.26
RFA Photo / Erkin Tarim
Гүлдияр танридағли ханим, һазирғичә авистрийә, германийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә көп қетим пианино консерти қойған болуп, у музикантларниң яхши баһасиға еришмәктә.
У, 1986 - йили 6 - айниң 5 - күни қумулда туғулған болуп, 5 яш вақтида түркийигә кәлгән. Башланғуч мәктәпни истанбулда пүттүргәндин кейин, алий нәтиҗә билән истанбул мимар синан университетиниң сәнәт факултетиға оқушқа өткән. У, 13 йилдин бери музика кәспидә оқуватқан болуп, һазир уйғурларниң классик музикилирини нотиға елиш иши биләнму шуғулланмақта.
24 яшта классик музика саһәсидә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән гүлдияр танридағли қандақ қилип бундақ алий нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәлиди? бу һәқтә униң билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.