“тәвпиқ фонди җәмийити” ниң 18 әзаси тутқун қилинған

Даириләр “5-июл вәқәси” йүз берип, бир нәччә ай өткәндә үрүмчидә иҗтимаий асас тиклигән “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң 18 нәпәр хадимни қолға алған.
Мухбиримиз җүмә
2012.10.02
memetjan-abduqadir-tursunjan-ablimit-305.jpg Сүрәттә истирилкида көрситилгәнләр, “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң қурғучиси мәмәтҗан абдуқадир(солда), теббий университети аспиранти турсунҗан аблимит(оңда).
RFA/Jume

Булардин шинҗаң теббий университети 1-тармақ дохтурханиси дохтури, “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң қурғучиси мәмәтҗан абдуқадир, теббий университети аспиранти турсунҗан аблимит, теббий университети толуқ курс оқуғучиси халидә қатарлиқларниң кимлики ениқланған иди.

Буларниң ичидә мәмәтҗан абдуқадирға 15 йиллиқ, турсунҗан аблимитқа 9 йиллиқ халидә қатарлиқ оқуғучиларға 9 йиллиқтин 7 йиллиққичә қамақ җазаси берилгән.

Биз өткән һәптилик программимизда бу һәқтә мәлумат бәргән идуқ. Бүгүнки программимизда “тәвпиқ фонди җәмийити” қурғучилириниң ғайилири вә паалийәтлири вә һәққидә  мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.