Тунисахан :“ хитайниң әқилгә сиғмас зулуми икки баламни ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур қилди” (2)
2012.01.13
YouTubetiki mezkur videodin elindi
31 яшлиқ туниса үрүмчи җимисар наһийисидин болуп, узун йил хитайниң өлкилиридә тиҗарәт билән шуғулланған. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин 25 - июлда туғқан йоқлаш үчүн җимисарға барғинида 5 - июл үрүмчи вәқәсидә балиси йоқ болуп кәткән 2 аял униңдин икки балисини тепиш үчүн ярдәм тәләп қилған. Дәл шу чағда сақчи келип уни тутуп сақчи идарисигә апирип сораққа тартқан. Сақчилар уни 5 - июл үрүмчи вәқәсигә қатнашқанларға иқтисади ярдәм қилди дәп әйибләп қийинған. Тунисахан сақчи идарисида тән җазасиға учриған, кейин хитай әмәлдарларға пул берип малайшияға чиқип, у йәрдин шивитсийигә қечип кәлгән. Һазир шивитсийиниң стокһолим шәһиридә турмақта.