Тунса: “хитайниң әқилгә сиғмас зулуми икки баламни ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур қилди” (1)
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.01.12
2012.01.12
AFP Photo
31 яшлиқ тунса үрүмчи җимисар наһийисидин болуп, узун йил хитай өлкилиридә тиҗарәт билән шуғулланған. 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин 25-июлда туғқан йоқлаш үчүн җимисарға барғинида 5-июл үрүмчи вәқәсидә балиси йоқ болуп кәткән 2 аял униңдин балисини тепиш үчүн ярдәм тәләп қилған. Дәл шу чағда сақчи келип уни тутуп сақчи идарисигә апирип сораққа тартқан. Сақчилар уни 5-июл үрүмчи вәқәсигә қатнашқанларға иқтисади ярдәм қилдиң дәп әйибләп қийниған. Тонуса сақчи идарисидә тән җазасиға учриған, кейин хитай әмәлдарларға пул берип малайшияға чиқип, у йәрдин шветсийигә қечип кәлгән.
Униң ечинишлиқ һаят кәчүрмишлиригә қизиқсиңиз, юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң униң билән елип барған сөһбитини аңлаң.