Түрк дуняси фестивалиға уйғурларму қатнашти

7-, 8-, 9-айлар түркийидә фестивал айлири. Бу айларда түркийиниң һәр қайси җайлирида чоң кичик фестиваллар өткүзүлиду. Булардин бири түрк дуняси фестивали.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.07.24
erol-buyukburch-uyghur-bilen-305.jpg Түркийиниң даңлиқ нахшичилиридин ерол бүйүкбурч(оттурида) түрк дуняси фестивалида уйғурлар билән. 2012-Йили июл, түркийә
RFA/Erkin Tarim

Түрк дуняси фестивалида һәр қайси түркий милләтләрниң өрп вә адәтлири, тарихи, әдәбият-сәнити вә һазирқи вәзийити тонуштурулиду. Булардин бири өткән һәптә ахирида түркийиниң афйон вилайитиниң болвадин наһийисидә өткүзүлди. Бу фестивалға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи аблеким сәлчуқ билән явуз йилдирим әпәнди қатнашти.Түрк дуняси фестивалида шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи абликим сәлчуқ әпәнди нутуқ сөзлимәктә. 2012-Йили июл, түркийә

Бир күн давамлашқан бу фестивалға тонулған тарихчи профессор мустафа кафали, профессор сәвги чөктү кафали ханим, др. Һүсәйин йеничәри әпәндиләрдин башқа йен афғанистан түрк җәмийәтлири федератсийиси, қирим татарлири тәшкилатлар бирлики, ғәрбий тиракя түрклири тәшкилатлири федератсийиси, кәркүк түркмәнлири тәшкилатлири бирлики, ағиска түрклири тәшкилати, анатолийә шаир, язғучи вә билим адәмлири тәшкилати, әзәрбәйҗанлиқлар тәшкилати вә әдирнә қирим татарлири җәмийити қатарлиқ 20 әтрапида аммиви тәшкилат қатнашти. Бу фестивалға даңлиқ нахшичилардин ерол бүйүкбурч, зарәма ханум әсма, севил мәмәдова вә гүләр ақсой ханим қатарлиқлар алаһидә тәклип бойичә қатнашқан вә нахша оқуған.Түрк дуняси фестивалида шәрқий түркистан шәрқий түркистан чедири. 2012-Йили июл, түркийә

Кейин барлиқ тәшкилат мәсуллири сөз қилған. Фестивалда шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи абликим сәлчуқ әпәнди сөз қилип, уйғурларниң бүгүнки ечинишлиқ вәзийити һәққидә тохталған. У қилған сөзидә пүтүн қериндаш түркий милләтләрни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.