Түркийидә хәлқаралиқ түрк дуняси инсан һәқлири йиғини чақирилди
2011.12.12

Йиғинда түрк дуняси инсан һәқлири тәшкилати башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди ечилиш нутқи қилди. Кейин айфәр ақсу ханим “ағиска түрклиридә инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, сүрийидин кәлгән алий өзтүркмән әпәнди болса“сүрийидики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири вә сүрийидики түркмәнләрниң вәзийити” темисида сөз қилди.
Ирақ инсан һәқлири мәркизи мудири мәһмәт саманҗи әпәнди “ирақта инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, иранлиқ җават аббаси болса “ирандики түркий милләтләрниң бүгүнки вәзийити” темисида, грузийидин кәлгән камуран мәмәдоф болса “грузийидики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, әзәрбайҗан аял һәқлири җәмийити рәиси нәрми аббас ханим “әзәрбайҗандики ханим-қизлар дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, макидонийидин кәлгән әнәс ибраһим әпәнди болса “макидонийидики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, булғарийидин кәлгән зәкийә һабиб ханим болса “булғарийидики түркләр дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, моңғулийидин кәлгән мандуһай маги ханим болса “моңғулийидики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида, қирим татарлири җәмийити башлиқи үнвәр сәл әпәнди “украинадики татарлар дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида сөз қилди.
Уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи әзаси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди“шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә шәрқий түркистанда инсан һәқлири дәпсәндичиликлири” темисида сөз қилди. Йиғинға түркийидики инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәсуллири, бейпазарилиқ оқутқучи-оқуғучилар вә ахбарат хадимлиридин болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғинниң ечилиш нутқини түрк дуняси инсан һәқлири тәшкилати башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди қилди. У алди билән бу йиғинни чақириштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди:
-10-Декабир инсан һәқлири күнидә бу йиғинни чақиришимиздики мәқсәт, дуняда мәйданға келиватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини оттуриға қоюш. Бүгүн дуняда мәйданға келиватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликлириниң йетәрлик дәриҗидә дуняниң күн тәртипигә кәлмәйватқанлиқини көрүватимиз. Биз бу мәқсәт билән бу йиғинни ечип олтуруптимиз.
У ечилиш мурасимида қилған сөзидә шәрқий түркистандики, ирандики вә сүрийидики инсанларниң, болупму қериндаш хәлқләрниң инсанлиқ қелипидин чиққан бесимға учраватқанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Бир ай бурун шәрқий түркистанда еғир инсан һәқлири дәпсәндичиликлири мәйданға кәлгән болсиму, сүрийидә инсан һәқлири дәпсәндичиликлири давамлишиватқан болсиму, иран инсан һәқлири дәпсәндичиликлири түпәйлидин дозаққа айланған болсиму, дуня җамаәтчиликиниң буниңдин таза хәвири йоқ. Биз дуня җамаәтчиликигә бу дөләтләрдики инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини аңлитиш үчүн бу хәлқаралиқ инсан һәқлири йиғинини ечип олтуруптимиз. Икки күн давамлишидиған бу йиғинимизда 12 дөләттин кәлгән инсан һәқлири паалийәтчилири өз дөләтлиридики инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини баян қилип өтиду, биз буларни доклат қилип тәйярлап түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиға йоллаймиз.
Хәлқаралиқ түрк дуняси инсан һәқлири йиғинида дуня уйғур қурултийиға вакалитән сөз қилған хәйруллаһ әфәндигил әпәнди нуқтилиқ һалда 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки инсан һәқлири дәпсәндичиликлири һәққидә тохталди. У сөзидә 5-июл үрүмчи вәқәсидин,кейин хитайниң көп санда уйғурни үрүмчи вәқәсигә қатнаштиң яки бу вәқәгә қатнашқан уйғурларға ярдәм қилдиң дәп әйибләп түрмигә ташлиғанлиқини, бу кишиләрниң ақивитиниң техиғичә ашкариланмиғанлиқини ейтти. Хәйруллаһ әфәндигил әпәнди сөзидә шәрқий түркистанда пәқәтла шеир, һекайә, мақалә язғанлиқи, тор бети ачқанлиқи үчүн түрмигә ташланған ғәйрәт нияз, гүлмирә әмин, мәһбубә абләш, мәмәтҗан абдуллаһ, мәмәт турғун абдуллаһ, нурмәмәт ясин вә турсунҗан һезимгә охшаш зиялийларниң балдуррақ қоюп берилиши үчүн түркийә җумһурийити дөлити һөкүмити вә аммиви тәшкилатларниңму күч чиқириши керәкликини ейтти. У сөзидә бүгүн уйғурларниң әқәллий яшаш һәққиғиму игә әмәсликини, тилиниң, дининиң мәни қилинғанлиқини ейтти.
Кейин сүрийә түркмәнлиридин адвокат алий өзтүркмән сөз қилди. У сөзидә бүгүнки сүрийә земиниға 900-йилида оттура асиядин кәлгән түркмәнләрниң олтурақлашқанлиқини, 1918-йилиғичә османли дөлитиниң башқуруши астида яшиғанлиқини, 20 йил франсийиниң ишғали астида яшиғандин кейин, сүрийә дөлитиниң қурулғанлиқини, шу күндин бери сүрийидики түркмәнләрниң ана тилида оқушиниң мәни қилинғанлиқини, һафиз әсад һөкүмитиниң бу түркмәнләргә еғир бесим сиясити йүргүзгәнликини деди. У йәнә сөзидә әслидә сүрийидә 3 йерим милйон түркмән нопуси барлиқини, кейинки 45 йил ичидә 2 милйон түркмәнниң әрәблишип ана тилини билмәйдиған һаләткә чүшүп қалғанлиқини, бүгүн бир йерим милйон түркмәнниң өз тилида сөзлийәләйдиғанлиқини деди. Адвокат алий түркмән әпәнди қилған сөзидә һазир сүрийидә болуватқан вәқәдә әң көп түркмәнләрниң зиян көргәнликини, һазирғичә 400 әтрапида түркмәнниң сүрийә әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини илгири сүрди.
Ирандин кәлгән инсан һәқлири паалийәтчиси җават аббаси әпәндиму иранниң узун йиллардин бери түркий милләтләрни ассимилятсийә қилиш сиясити елип бериватқанлиқини, бүгүнки күндә иран нопусиниң йеримидин көпрәкини игилигән әзәрбайҗан түрклири, түркмәнләр вә қашқайларниң ана тилда оқуш һәққиниң йоқлуқини илгири сүрди.
Йиғинда 12 дөләттә яшаватқан түркий хәлқләрниң инсан һәқлири дәпсәндичиликлири һәққидә доклат берилди.