Түркийә халисанә фондиниң иҗраийә һәйити йиғини уйғурлар саһипханлиқида өткүзүлди

Түркийә халисанә бирләшмә фондиниң иҗраийә һәйити йиғиниға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити саһибханлиқ қилған болуп, йиғин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң йиғин залида өткүзүлди.
Мухбиримиз арслан
2008.11.25
Xalish-fondi-uyghurlar-305.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити саһибханлиқ қилған түркийә халисанә бирләшмә фондиниң иҗраийә һәйити йиғинидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Йиғинға түркийә халисанә бирләшмә фондиниң рәиси һөрмәтлик ниҗати җәйлан әпәнди, ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң баш катипи нәҗми садиқ оғли, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә түркийә халисанә бирләшмә фондиға әза фонд вә иҗтимаий тәшкилатларниң мәсул яки вәкиллири болуп җәми 30 дин артуқ киши иштирак қилди.

Йиғинда түркийә халисанә бирләшмә фондиниң рәиси ниҗати җәйлан әпәнди йиғин иштиракчилириға сөз қилип, бу қетимқи йиғинниң шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә ечилиши бу җәмийәт билән түркийә халисанә бирләшмә фондиға әза фонд вә иҗтимаий тәшкилатларниң мунасивәтлирини техиму қоюқлаштуридиғанлиқини шундақла өз ‏- ара һәмкарлишип хизмәт‏- паалийәтләрни күчәйтидиғанлиқини билдүрди. Бу қетимқи йиғинда йәнә фонд вә иҗтимаий тәшикилатларниң нөвәттә дүч келиватқан мәсилилири вә түркийиниң иҗـтимаий җәмийәтләр қануни һәққидә музакирә қилиш қатарлиқ бир қанчә түрдә сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүрди.

Йиғинда йәнә, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан әпәнди сөз қилип, уйғурларниң тарихини аңлатқандин кейин һазирқи вәзийити һәққидә тохтилип, хитайниң уйғурларға қарита пиланлиқ туғут сияситини техиму күчәйткәнликини, өткән һәптә ғулҗа шәһиридә хитай сақчилири арзугул исимлик бир һамилә аялни пиланлиқ туғутқа хилаплиқ қилди дәп тутқанлиқини, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири вә америка һөкүмити һәрикәткә өтүп хитайға арзугүлни қоюп беришкә бесим ишләткәнликини, хитай даирилири бесимниң тәсири астида сәйшәнбә күни арзугүлни қоюп бәргәнликини билдүрди. Бу вәқәни аңлиған йиғин иштиракчилири қаттиқ әпсусланди вә уйғур мәсилилириниң тизрақ һәл болуши үчүн бир чарә издәйдиғанлиқини билдүрди.

Биз йиғин ахирида түркийә халисанә бирләшмә фондиниң рәиси ниҗати җәйлан әпәнди билән уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Һөрмәтлик рәис әпәнди, сиз түркийә халисанә бирләшмә фондиниң рәиси болуш сүпитиңиз билән уйғур мәсилисигә қандақ қарайсиз?

‏- Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз дунядики әң қийин әһвалда қалған болуп, чекиватқан зулумлирини дуняға аңлиталмай келиватиду, хәлқараға уқтуралмайватиду, улар һазир һечқандақ бир дөләт яки органниң қоллишиға еришәлмәйватиду, дуняниң бир қанчә дөләтлиридә зулум болуватиду, әмма шәрқий түркистандики зулум һеч қайсисиға охшимайду дәп қараймән, чүнки у йәрдики инсанлар чекиватқан зулумларни у йәрдә йүз бериватқан инсан қелипидин чиққан җинайәтләрни дуня аңлимайватиду, шуниң үчүн биз һәр заман уларниң йенида, һәқ ‏- һоқуқлирини, әркинликини дәпсәндә қилған ким вә қайси сестима болуштин қәтийнәзәр биз униңға қарши туримиз. Һәммимиз бирлик, баравәрлик ичидә, уларниң һәқ ‏- һоқуқлирини қоғдаш үчүн адаләт саһәсидики һәқлирини тәләплирини хәлқара һоқуқ сәһнилиригә көтүрүп чиқишимиз лазим.

Һөрмәтлик рәис әпәнди, һазир уйғур районида хитай даирилири йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сиясити,қош тиллиқ маарип сиясити, уйғур қизларни хитай өлкилиридә ишқа орунлаштуруш сиясити, 18 яштин кичикләрниң мәсчиткә кирип намаз оқушни чәкләш сиясити қатарлиқ бир қанчә сиясәтләргә уйғурлар нарази болуп кәлмәктә. Сизчә бу мәсилиләр һәл боламду яки бу усулда давам қиламду?

‏- Бу мәсилиләр һәл болуши лазим бу мәсилиләр бизниң һәл қилишқа тегишлик асасий мәсилилиримиздур, мениң түркийидә яшишим, бир шәрқий түркистанлиқ қериндишимниң у йәрдә яшишиниң һечқандақ пәрқи йоқ. Азап вә қийинчилиқни бизму һес қилишимиз лазим. Биз бу азап вә қийинчилиқни һес қилғанда андин бу мәсилиләрниң һәл болуши үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. Бу сиясәтләр зулум вә инсан қелипидин чиққан бир җинайәттур. Атеизм ‏- инсанлар аллаһқа ишәнмигән тәқдирдиму өз алдиға, әқлигә тайинип бир шәйини илаһ қиливалиду, мәсилән, хитайлар атеизмни дава қилип туруп, мавни бутқа айландурди улар мавға чоқуниду, әмма аллаһниң нури һәр йәрдә йоруйду.

Һөрмәтлик рәис әпәнди, сизниң әркин асия радиоси арқилиқ уйғурларға дәйдиған сөзлириңиз барму?

Мән уларға сәвирчан болушини тиләймән, аллаһниң арғамчисиға есилған заман азадлиқ, һөрлүк, әркинлик, адаләт вә тинчлиқ бәрпа болиду. Бирлик, баравәр вә инақ ‏- иттипақ болсақ, аллаһ бизгә ярдәм қилиду дәп ойлаймән, қериндашлиримға сәмимий салам йоллаймән.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.