'Түркийидә хитайни чүшиниш' паалийити өткүзүлмәктә
Мухбиримиз әркин тарим
2010.10.18
2010.10.18
RFA Photo / Erkin Tarim
Бу паалийәтниң күн тәртипи бойичә хитай милләтләр музика вә уссул өмики намидики өмәк әнқәрәниң җүнәйт гөкчәр тиятир залида оюн қойди. Бу оюнға көпи хитайдин кәлгән мутәхәссисләр, шаирлар, иқтисадшунаслар, түркийә мәдәнийәт министириниң аяли вә түркләрдин болуп 500 әтрапида киши қатнашти.
Бу йәрдә хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси вә түрк сақчилар қаттиқ тәдбир алған болуп, түркләрниң вә уйғурларниң уйғур сәнәтчиләр билән көрүшүшигә рухсәт қилмиди.
Бу паалийәтниң ечилиш нутиқини хитай хәлқ җумһурийити ахбарат ишханисиниң мудири ваң җоңвей қилди. У, сөзидә хитай - түркийә достлуқи үстидә тохталди. Кейин уйғур сәнәтчиләр "қәшқәр сәними" намлиқ уссул билән алқиш садалири ичидә программисини башливәтти.
Арқидин, қазақчә нахша "гүзәл гүл" орундалди. Бу нахшидин кейин, өзбекчә ялғуз кишилик уссул "пәқәтла сени яхши көримән" һәмдә таҗикчә, қирғизчә нахша вә уссуллар орундалди.
Даңлиқ уйғур нахшичиси иззәт иляс орундиған "ләвән ялар" намлиқ нахша билән түркчә "чал қанунни чал" намлиқ нахша кишиләрниң қаттиқ алқишиға еришти.
Бу қетимқи оюнниң бурунқидин пәрқи риясәтчи хитай, уйғур вә түрк тилида риясәтчилик қилди. 12 Муқам өмики түркийидә оюн қойғанда пәқәт хитай тили билән түрк тилида риясәтчилик қилинған иди.
Хитай бу паалийәтни хитай мәдәнийитини тонутуш үчүн қилған болсиму, лекин тамашибинлар нахша - усулларниң хитай мәдәнийити билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини ейтишти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.