Түркийидә `хәлқаралиқ әһмәт зәки вәлиди тоған вә түрк мәдәнийити` илмий муһакимә йиғини чақирилди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.10.15
2010.10.15

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғинға 20 дөләттин 60 илим адими қатнашқан болуп, йиғинда башқурт миллити йетиштүргән даңлиқ тарихчи, сиясийон әһмәт зәки вәлиди тоғанниң һаяти, илмий тәтқиқатлири вә сияси күрәшлири һәққидә мулаһизә елип берилди.
Әһмәт зәки вәлиди тоған 1910 - йилидин 1920 - йилиғичә башқуристанниң мустәқиллиқи үчүн русларға қарши күрәшкә рәһбәрлик қилған муһим бир шәхс. Униң түркийигә кәлгәндин кейин язған `омумий түрк тарихиға кириш' мавзулуқ әсири тарих тәтқиқатида интайин муһим.
Бу илмий муһакимә йиғинида уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә 8 парчә илмий мақалә оқулған болуп, тарихчи доктор өмәр қулниң `түркистан давасиниң дәвир бөлгүч нуқтиси` мавзулуқ доклати йиғин әһлиниң қаттиқ диққитини қозғиған.
Биз бу йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн йиғин мәйданиға телефон қилип, профессор доктор алимҗан инайәт билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.