Уйғур мәдәнийәт - сәнити хәлқара фестивалда көрситилмәктә
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.20
2010.09.20
RFA Photo / Erkin Tarim
17 - Чесла даңлиқ нахшичи давут гүлоғлиниң консерти билән башланған фестивал 26 - чесла даңлиқ нахшичи сибәлҗанниң консерти билән ахирлашмақчи. Фестивалда түркийиниң һәрқайси вилайәтлири, түркий җумһурийәтләр вә башқа түркий милләтләр мәхсус бөлүм ечип, өз мәдәнийитини вә сәнитини тонутмақта.
Булардин башқа йәнә һәр күни түркийиниң икки вилайити билән бир түркий җумһурийәт өзлириниң сәнәт номурлирини көрсәтмәктә. Уйғурлар 9 - айниң 22 - күни уйғур нахша - усуллириниң өрнәклирини көрсәтмәкчи.
Әнқәрәниң әтимәсқут районида өткүзүлүватқан 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидики бөлүмләр ичидә уйғур бөлүми әң бай мәзмунға игә болуп, бу йәрдә уйғурларниң сәнити, мәдәнийити вә бүгүнки вәзийити тонутулмақта. Бу бөлүмләрни һәр күни 7 - 8 миң кишиниң зиярәт қиливатқанлиқи пәрәз қилинмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, нәқ мәйдандин берилгән бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.