Хитайниң сәуди әрәбистандики төмүр йоли ширкити зиян тартти
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.11.03
2010.11.03
Хәвәрдә мундақ дейилгән: "хитай төмүр йол ширкити мәсулиниң рейтир агентлиқиға бәргән баянатиға қариғанда, хитайниң сәуди әрәбистандики муқәддәс җайларда иш елип бериватқан төмүр йол ширкити еғир дәриҗидә зиянға учраш алдида икән. Нәқ зиянниң 4 милярд 15 милйон йүәндин ашидиғанлиқи мөлчәрләнгән болуп, бу рәқәм 623 милйон америка доллириға тәң икән. Хитай төмүр йол ширкитиниң билдүрүшичә йәнә, сәуди әрәбистандики муқәддәс җайлардики төмүр йол хизмитиниң чиқими дәсләп келишим түзүшкән вақиттикидин ешип кәткән. Төмүр йолниң пүтүп болған қисми бу йил 11 - айниң 13 - күни рәсмий ишқа чүшидикән."
Сәуди әрәбистанида чиқидиған "әл вәтән" гезитиниң 2010 - йили25 - өктәбир санида билдүрүшичә, сәуди әрәбистани йеза - шәһәр ишлири министири мәнсур ибни мутиб хитай төмүр йол ширкитиниң мудири билән көрүшкән вә хитайниң тартқан зиянлири тоғрилиқ бу йил һәҗ паалийити ахирлашқандин кейин сөзлишишкә келишкән.
Мәлумки, хитайниң төмүр йол ширкити сәуди әрәбистаниниң мәккә, мина, әрәфат вә муздәлифә қатарлиқ җайлириниң арисида төмүр йол ясаш ишини үч йиллиқ пилан билән бир милярд 83 милйон америка доллириға келишип үстигә алған вә 2009 - йили январ ейида башлиған болуп, 2011 - йили пүтүп чиқиши пиланланған икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.