Хитай даирилири ғулҗида рабийә қадир ханим һәққидики синалғу өзәклирини йиғиш һәрикити елип берип, 7 нәпәр уйғурни тутқун қилған
2011.12.07

Хитай аманлиқ органлириниң йеқинда ғулҗа шәһиридә кәң-көләмлик ахтуруш елип берип, хитай һөкүмитиниң нәзиридики аталмиш “әксийәтчилик” ни мәзмун қилған DVD өзәклирини, синалғу лентилирини топлаш һәрикити елип барғанлиқи билдүрүлди. Вәқәдин хәвәрдар уйғур тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң һаяти тема қилинған “муһәббәтниң 10 шәрти” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң DVD өзүки, шундақла йәнә чәтәлдики уйғурлар тәрипидин ишләнгән уйғур миллий әркинлик марши вә бәзи диний темидики синалғу үзәклириниң ғулҗа шәһиридә байқалғанлиқини баһанә қилип, бу қетимқи тазилаш һәрикитини елип барған.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, 1-декабирдин башлап елип берилған тазилаш һәрикитидә 7 нәпәр уйғурниң аталмиш “әксийәтчил” мәзмундики DVD вә синалғу өзәклирини қанунсиз сақлаш билән әйиблинип тутқун қилинғанлиқи, бирақ тутқунларниң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи вә уларниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи мәлум әмәсликини билдүрди. Дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, хитай даирилири йеқиндин буян ғулҗа шәһиридә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, шәһәрниң кириш-чиқиш еғизлирида тәкшүрүшни йолға қойған.
Дилшат ришит, тутқун қилинғанлардин бәхтияр қатарлиқ 3 яшниң ғулҗа шәһиригә қарашлиқ пәнҗим йезисидин икәнликини, уларниң пәнҗим сақчи понкити тәрипидин тутқун қилинғанлиқини, қалған 4 кишиниң ғулҗа шәһәрлик дөләт аманлиқни қоғдаш әтрити тәрипидин тутқун қилинғанлиқини, шәһәрлик сақчи вә дөләт аманлиқ қоғдаш әтритиниң йәнә 1-декабир күни ғулҗа “шәрқий шинхуа йоли” да ахтуруш елип барғанлиқини билдүрди. У, хитай һөкүмитиниң бу хил һәрикити муқимлиққа пайдисиз икәнликини, униң наразилиқни илгириләп күчәйтип, қаршилиқни улғайтидиғанлиқини агаһландурди.
Ғулҗидики йәрлик сақчи даирилири DVD вә синалғу лентилирини йиғивелиш һәрикити елип барғанлиқини етирап қилған болсиму, бирақ адәм тутқун қилинғанлиқини рәт қилди. Пәнҗим сақчи понкитиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир хадими өзлириниң башқуруш районида адәм тутуш вәқәси йүз берип бақмиғанлиқини билдүрди. Бирақ у, рабийә қадир ханим вә яки диний, сиясий әркинлик тема қилинған DVD, синалғу лентилирини көргән уйғурлар байқалса, уларға қандақ муамилә қилинидиғанлиқи һәққидики соалимизға, өзлириниң пәқәт “юқири чүшүргән буйруқни иҗра қилидиғанлиқи” ни әскәртти.
Ғулҗида йүз бәргән бу вәқә дәл хитай һөкүмити бу йил декабирдин башлап уйғур елидә йәнә йүз күнлүк зәрбә бериш һәрикити елип берип, “қанунсиз диний паалийәт” вә “бөлгүнчилик” һәрикәтлирини бастурушни йолға қойған назук мәзгилдә йүз бәргән.
Хитай һөкүмити 2009-йили “5-июл вәқәси” дин кейин өзиниң “шинҗаң” сияситини тәңшәйдиғанлиқини, иқтисади тәрәққиятни асаси орунға қойидиғанлиқини елан қилип, террорлуққа қарши туруш шоарини товлаш бир мәзгиллик пәсийип қалған иди. Бирақ, хитай һөкүмити бу йил язда йүз бәргән хотән “навағ”, қәшқәр “йеңи базар вәқәлири” дин кейин, “террорлуққа қарши туруш” ни йәнә көтүрүп чиқип, 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитини қайтидин йолға қойған.
Қурултай баянатчиси дилшат ришит, “җәнубий шинхуа йоли”дики елип берилған ахтуруш һәрикитидә нәччә миң синалғу лентиси вә DVD өрүкиниң мусадирә қилинғанлиқини, рабийә қадир ханим һәққидики “муһәббәтниң 10 шәрти” намлиқ филим өрүкиниң ғулҗида байқилиши даириләрни қаттиқ алақзадә қиливәткәнликини билдүрди. Рабийә ханимниң һаяти тема қилинған мәзкур филим 2008-йили австралийилик режиссор җәф даниал тәрипидин ишләнгән иди. Мәзкур филим хитай һөкүмитини җиддий биарам қилип, униң австралийә мелборин кино фестивали қатарлиқ хәлқара кино фестиваллирида қоюлушини чәкләшкә урунған, бирақ муваппәқийәтлик болалмиған иди. Дуня уйғур қурултийидики дилшат ришит хитай һөкүмитиниң ғулҗида мәзкур филимни өз ичигә алған DVD өзәклирини топлап, бир қисим уйғурларни тутқун қилиши уйғур хәлқиниң билиш һоқуқиға мудахилә қилғанлиқтур, дәп тәнқид қилди.
Дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, ғулҗида тутқун қилинған 7 нәпәр уйғур хитай һөкүмити 12-ай киргәндин буян уйғур елидә башлиған 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитидә қолға елинған уйғурларниң аз сандики бир қисмидин ибарәт халас. Хитай һөкүмити буниңдин 10 күн илгири үрүмчидә “қанунсиз диний паалийәт” елип барғанлиқини илгири сүрүп, 4 уйғурни тутқун қилған. Даириләр йәнә ақсуда охшаш сәвәбни көрситип, 11 уйғурни қолға алған иди. Хитай һөкүмити бу қетим қозғиған 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитиниң нишани нуқтилиқ аталмиш “қанунсиз диний паалийәтләр” ни чәкләшкә қаритилған болуп, улар “диний саһәни һимайә қилиш, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш” дегән шоарни оттуриға қойған.