Хитай даирилири хубейдики 2 уйғурниң өлтүрүлүш вәқәсини ахбараттин йошурмақта
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.21
2010.01.21

www.aboluowang.com Дин елинди.
Мәлуматлардин қариғанда, өлгүчиләрниң аилә тавабатлири, йеқинлири вә әтраптики уйғурлар һөкүмәткә наразилиқ билдүрмәктә. Әмма хитай һөкүмити, тәҗрибә - савақлириға асасән вәқәниң үрүмчигә вә дуняға ашкарилинишиниң алдини алмақта. Бүгүн радиомизниң хитайчә болүми алақидар органларға телефон қилип, вәқә һәққидә мәлумат сориған; даириләр вәқәниң йүз бәргәнликини етирап қилған, бирақ тәпсилати һәққидә җаваб бәрмигән.
Мухбиримиз мәлум бир сақчи хадимини зиярәт қилғанда, сақчи вәқә гумандарини тутқанлиқини, делониң тәкшүрүлүватқанлиқини ашкарилиған.
Шәһәр аһалилириниң мухбиримизға билдүрүшичә, шәһәрдики уйғурлар топлишип шәһәрлик һөкүмәт алдида наразилиқ билдүргән. Сақчилар наразилиқ билдүргүчи уйғурларни бир меһманханиға қамап кочиға чиқишини чәклигән. Һөкүмәт хадимлири өлгүчиләрниң аилә тавабатлириға идийиви хизмәт ишләп, вәқәни шав - шув қилмаслиққа, вә ишни чоңайтмаслиққа үндигән.
Тордики инкаслардин мәлум болушичә, икки уйғурниң өлүми шәһәрлик һөкүмәт даирилири вә шәһәр хәлқини хелила әнсизчиликкә салған. Хитай бир тәрәптин өлгүчиләр аилә тавабатиға хизмәт ишлисә, йәнә бир тәрәптин сақчилар кочиларда кәң - көләмлик чарлаш елип берип, уйғурларниң кочиларда интиқам характерлик иш чиқирип қоюшиниң алдини алмақта. Бир сақчи хадиминиң мухбиримизға билдүрүшичә, нөвәттә сақчилар бир нәпәр вәқә гумандарини тутқун қилған. Бу сақчи уйғурларниң вәқәдин кейин наразилиқ билдүргәнликини етирап қилған вә вәқәни тенҗитип болғанлиқини, шәһәр хәлқидики әнсизчиликниңму түгигәнликини билдүргән.
Вәқә йүз бәргинигә бүгүн 5 күн болған болсиму, һазирға қәдәр хитайдики һечқандақ бир мәтбуат бу вәқә һәққидә хәвәр бәрмигән. Тор башқурғучилар һөкүмәт тәрәптин мәзкур вәқәни хәвәр қилмаслиқ һәққидә уқтуруш тапшурувалған. Бу сәвәбтин интернеттики бу һәқтики учур вә инкаслар удуллуқ өчүрүлгән.
Мухбиримиз суң памилилик бир кишини зиярәт қилған. Суң уйғурларниң шәһәрдә асасән қанунсиз ишлар билән шуғуллинидиғанлиқини, шуңа кишиләрниң уйғурларға соғуқ көз билән қарайдиғанлиқини билдүргән. Шәһәр аһалилиридин йәнә бири, уйғурларниң бу йәрдә асаслиқи йемәк - ичмәк тиҗарити билән шуғуллинидиғанлиқини, бу қетимқи вәқәниң пәвқуладдә бир вәқә икәнликини билдүргән. Бир нәпири, уйғурларниң бу шәһәрдә иш терип туридиғанлиқини, сақчиларниңму уларға көңүл болуп қаттиқ җазалимайдиғанлиқини, шуңа бир қисим аһалиләрниң уйғурлардин нәпрәтлинидиғанлиқини билдүргән.
Әмма хитай өлкилиридә яшаватқан уйғурлар, өзлириниң хитай өлкилиригә амалсизлиқтин кәлгәнликини, өз юртлирида иш орунлирини хитай көчмәнлири игиливалғачқа, юртидин айрилишқа мәҗбур болғанлиқини билдүрмәктә. Хитайдики уйғур тиҗарәтчилири болса өзлириниң давамлиқ түрдә, хитай сақчилири билән хитай қара җәмийәт әзалириниң һуҗумиға учраватқанлиқини билдүрмәктә.
Бир қсим уйғур зиялийлири хитай пуқралириниң уйғурларға һуҗум қилишини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутуватқан ашкара дүшмәнлик позитсийисиниң нәтиҗиси дәп қаримақта.
Бәзи уйғур зиялийлири, уйғурларға қанунлуқ йол билән тиҗарәт қилишниң йоллири пүтүнләй етиветилгәчкә, бәзи уйғур яшлириниң қанунсиз йолларға мәҗбурлинип қеливатқанлиқини, бу йәрдә мәсулийәтниң хитай һөкүмитидә икәнликини билдүрмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.