Хитайниң хәлқара паалийәтләргә бесим ишлитиватқанлиқи хәлқара мәтбуатларда
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.24
2009.09.24

AFP Photo
Америка авази радио истансиси 23 - сентәбир күнидики аңлитишида, мухбир кримәнниң, "хитай һөкүмити хәлқара паалийәтләргә бесим ишлитип өз образини қоғдимақта" намлиқ мақалисини елан қилип, хитай һөкүмитиниң дөләт ичидә, пуқраларниң пикир баян қилиш әркинликини чәклисә, хәлқарада хитай коммунист һөкүмитигә қарши пикир еқимидики кишилик һоқуқ актиплириниң һәр хил хәлқара мәдәний паалийәтләрдә пикир баян қилишини чәклимәкчи болғанлиқи һәққидә мулаһизә қилинған.
Мақалидә хитай һөкүмитиниң йеқинқи бирнәччә айдин буян, хәлқарада өткүзүлүватқан һәр хил паалийәт вә йиғинларда һәтта сиясий билән һечқандақ мунасивити болмиған мәдәний көңүл ечиш паалийәтлиридиму, бейҗиң һөкүмити яқтурмайдиған кишиләрниң бу паалийәтләргә қатнишишини чәклимәкчи болғанлиқи, хитай һөкүмитиниң бу дөләт әлчиханилириға бесим ишлитип, бу кишиләрниң ашу дөләтләргә киришини чәклимәкчи болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң бундақ қилиштики һәқиқий мәқсити әмәлийәттә чәтәлликләрниң хитай һөкүмити һәққидики сәлбий хәвәрләрни аңлап қелишини халимиғанлиқидин болуватқанлиқи изаһланған.
Мақалидә хитай һөкүмити тәрипидин һәр хил чәклимиләргә йолуққан тибәт роһаний даириси далай лама, дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса қатарлиқ бирқанчә киши вә уларға аит паалийәтләрниң хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин чәклимигә учриғанлиқи һәққидики вәқәләр мисалға елинип, гәрчә хитай һөкүмәт даирилири хәлқарада елип бериливатқан һәр хил паалийәтләрни чәкләшкә уруниватқан болсиму, лекин демократик дөләтләрниң хәлқара инсан һәқлири низами вә кишилик һоқуқ әһдинамисиниң роһи бойичә иш қилип келиватқанлиқи шуңа бу паалийәтләрдә хитай һөкүмити гәрчә бесим ишләткән болсиму лекин паалийәт мәзмунлири вә күн тәртиплириниң йәнила әслидики пилан бойичә елип берилғанлиқи баян қилинған.
Хитай һөкүмити өткән һәптә корийә һөкүмитигә бесим ишлитип, 5 - сентәбирдин 18 - сентәбиргичә җәнубий корийиниң сеул шәһиридә ечилған " асия демократик мунбириниң 3 - нөвәтлик йиғини"ға қатнишиш үчүн корийигә барған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсани корийиниң сеул хәлқара айродромида 57 саәт тохтитип қоюшқа мәҗбурлиған болуп, бу иш хәлқара җәмийәтләрниң күчлүк наразилиқини қозғиған иди. 22 - Сентәбир хитай ташқи ишлар министирлики баянатчи җаң йү, бу һәқтә тохтилип долқун әйсани "бир хәлқаралиқ җинайәтчи" дәп көрсәткән болсиму, әмма долқун әйса сеул айродромида тосуп қилинғанда, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлири җәнубий корийә һөкүмәт даирилиридин долқун әйса әпәндини германийигә қайтуруветишкә чақирған һәм әйни вақитта германийә һөкүмити дипломат әвәтип униңға ярдәмдә болған иди.
Бүгүн долқун әйса әпәнди әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур сиясий актиплириниң паалийәтлирини түрлүк йоллар арқилиқ тосуп келиватқанлиқини, җүмлидин өзиниңму бирқанчә қетим хитай һөкүмитиниң тосқунлуқ қилиши билән бәзи дөләтләрдә ечилған хәлқара йиғинларға қатнишалмиғанлиқини баян қилди.
Мақалида, хитай һөкүмәт даирилириниң бу йил 7 - айда австралийидә өткүзүлгән мелбурн кино фестивалида уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим һәққидики һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти"ниң кино фестивалида қоюлушини чәклигәнликини, һәм кино фестивалини уюштурғучи тәрәп хитай һөкүмитиниң бу тәлипини рәт қилип, австралийә һөкүмити рабийә қадир ханимға виза бәргәндин кейин хитайниң кино фестивалидин чекинип чиққанлиқини, әйни вақитта хитай һөкүмитиниң бесими билән хоңкоң һәм тәйвәнниңму кино фестивалдин чекинип чиққанлиқини, бу йил 10 - айда тәйвәнниң гавшюң шәһиридә өткүзүлидиған кино фестивалида рабийә қадир ханим һәққидики "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филимниң йәнә қоюлушқа талланғанлиқи хитай һөкүмитини техиму биарам қилғанлиқини, бу сәвәбтин хитай һөкүмити тәйвән даирилиригә бесим ишләткән болсиму әмма гавшюң шәһири бу филимни муддәттин бурун йәни 22 - сентәбир күни гавшюң шәһиридә қойғанлиқини баян қилип, гәрчә хитай һөкүмити хәлқарадики мәдәнийәт паалийәтлиридә өзи яхши көрмәйдиған кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң паалийәтлирини чәклимәкчи болсиму, әмма демократийини тәшәббус қилидиған хәлқара җәмийәт вә дөләтләрниң хитай һөкүмитиниң бесимиға өз һәрикити арқилиқ җаваб қайтуруватқанлиқини баян қилған.
Мақалида йәнә, һәр йили германийиниң франкфорт шәһиридә өткүзүлидиған хәлқара китаб йәрмәнкисиниң бу йил 10 - айда өткүзүлидиған паалийитидә хитай мәдәнийитини тонуштуруш асас қилинғанлиқи үчүн, хитайниң йәрмәнкигә 15 милйон америка доллири аҗратқанлиқини, йәрмәнкигә хитай дөлитидин кәлгән 2000 дин артуқ сәнәткар, мухбир һәм язғучиларниң қатнишидиғанлиқини, йәрмәнкигә йәнә хитайдики муһит асраш паалийәтчиси дәй чиң һәм шаир бәй лиңларниңму тәклип қилинғанлиқини, әмма хитайниң германийидә турушлуқ әлчисиниң бу кишиләрни тизимликтин чиқириветишни тәләп қилғанлиқи үчүн йәрмәнкә тәшкиллигүчилириниң уларниң исмини тизимликтин чиқириветишкә мәҗбур болғанлиқини, лекин бу икки кишиниң йәнила германийигә кәлгәнликини аңлиғандин кейин, хитай һөкүмәт тәрәп өмикиниң китаб йәрмәнкисидин чекинип чиқидиғанлиқини попоза қилип, китаб йәрмәнкисини тәшкиллигүчиләргә давамлиқ бесим ишлитиватқанлиқи баян қилинған.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, гәрчә хитай һөкүмити қаршилиқ қиливатқан болсиму, әмма бу йил 10 - айда франкфорт шәһиридә өткүзүлидиған китаб йәрмәнкисидә дуня уйғур қурултийиниңму паалийәт елип баридиғанлиқини һәм рабийә қадир ханимниң китаб йәрмәнкиси мәзгилидә германийидә болидиғанлиқини баян қилди.
Абраһам мусин әпәнди хитай һөкүмәт тәрәп өмикиниң германийә франкфорт китаб йәрмәнкисидики паалийәтлири үчүн тәклип қилинған учур баянатчиси болуп, у киши америка авазиниң зияритини қобул қилғинида хитай һөкүмитиниң китаб йәрмәнкисигә бәзи кишиләрниң тәклип қилинишини халимаслиқидики сәвәб һәққидә чүшәнчә берип, "хитай һөкүмити мәмликәт ичидә пуқраларниң әркин пикир баян қилишини чәкләшкә көнүп қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмәт даирилири чәтәлликләрниң хитай мәдәнийитидики сәзгүр мәсилиләргә арилишишини халимиса керәк, шуңа хитай һөкүмити дөләт ичидә нәшр қилинған һәм ғулғула қилиниватқан бәзи мәсилиләр һәққидә чәтәлләрдә сөзләшни халимайду, бу қетимлиқ китаб йәрмәнкисидә хитайниң мәдәнийәт инқилаби мәзгилидики вәқәләргә аит мәзмунлар баян қилинған китабларниң йәрмәнкигә қоюлушини хитай һөкүмити чәклимәктә, чүнки улар өзиниң осал һалға чүшүп қелишини, яки чәтәлликләрдә хитай һөкүмитигә нисбәтән, хата чүшәнчидә болуп қелишини халимиса керәк," дегән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә хитай һөкүмитиниң қарши пикирдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң хәлқара мәдәнийәт паалийәтлиридики сөз - һәрикитини чәкләшкә урунуши әмәлийәттә оз һөкүмранлиқи җәрянидики нуқсанларниң хәлқараға ашкарилинип, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқидлинип, хитай коммунист һөкүмитиниң хәлқарадики абройиниң төкүлүшидин әнсиригәнлики сәвәбидин болуветипту.