18-Июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин хотән вәзийити җиддийләшти

18-Июл хотән вәқәсидин кейин, хотән қатнаш түгүнлиридә сақаллиқ уйғур әрлири һәм ропаш аялларға қаритилған тәкшүрүш техиму күчәйтилгән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.07.22
saqchi-uyghur-qiz-tekshurush-305 Уйғур елидики тәкшүрүш понкитлириниң биридә, хитай сақчи бир уйғур қизниң салаһийитини тәкшүрүп сорақ қилмақта. (Орни вә вақти ениқ әмәс)
AFP Photo

Хәлқара мәтбуатлардин германийә авази, ройтерс агентлиқи, франсийә агентлиқи, қатарлиқларниң әң йеңи хәвәрлиридин мәлум болушичә, хотәндә 18-июл күни йүз бәргән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, чаршәнбә хотәндә йәнә адәм өлүш вәқәси йүз бәргән. Хотән вәзийити җиддийләшкән болуп, асаслиқи уйғурларға қаритилған тәкшүрүш күчәйтилгән.

Германийә авази радиосиниң бүгүнки хәвиридә дейилишичә, 21-июл күни сәһәр саәт 1 йерим әтрапида кечилик сәйлигә чиққан 20 яшлар әтрапидики бир җүп әр-аял хотән шәһәр көврүкидә өлтүрүлгән. Ундин башқа хотәндики хитай пуқралириниң германийә авази радиосиға билдүрүшичә, йәнә 3 нәпәр хитай пуқрасиму өлтүрүлгән болуп, буларниң бири хотән 2-оттура мәктипиниң толуқ оттура мәктәп синипиниң хитай оқуғучиси икәнлики илгири сүрүлгән. Әмма һазирғичә хитай даирилири бу хәвәр һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән.

Хотәндин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларму, өз баянлирида хотәндә 18-июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, хотәндә бирнәччә хитай пуқрасиниң намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгәнлики һәққидики хәвәрниң тарқалғанлиқини, әмма хотәндә бериливатқан һөкүмәт хәвәрлиридә бу һәқтә һечқандақ хәвәр берилмигәнликини билдүрди.

Ройтерс агентлиқи, франсийә агентлиқи, әнглийә б б с агентлиқи қатарлиқларниң хәвәрлиридә баян қилинишичә, 18-июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсигә сәвәб болған амилларниң бири, хотән һөкүмәт даирилириниң уйғур аяллириниң узун көңләк кийип, йүзини йепип йүрүш адитини ислам диний түсидики кийимләрни кийишкә болмайду дәп чәклигәнлики сәвәб болған дәп көрситилгән.

Хотән шәһиридин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларму, йеқиндин буян һөкүмәт даирилириниң хотәндә йолға қойған, кочида йүзини йепип йүргән аялларниң йүзини мәхсус бәлгиләнгән кадирлар тәрипидин мәҗбурий ачқузуш, сақал қойған уйғур әрлириниң сақилини мәҗбурий чүшүргүзүш қатарлиқ қилмишларниң уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқини билдүрүшти.

Хотән шәһиридин зияритимизни қобул қилған, оттура мәктәптә оқуйдиған бир уйғур қизиниң билдүрүшичә, бирнәччә күндин буян хотән вәзийити җиддийләшкән болуп, кочиларда сақал қойған уйғур әрлири һәм йүзини япқан уйғур аяллири асаслиқ тәкшүрүш обйекти қилинған.

Хотән әтрапидики йезилардин радиомиз зияритини қобул қилған бир ханим, 18-июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, хотән шәһиригә киридиған қатнаш түгүнлиридә сақчилар кимлик тәкшүрүшни күчәйткәнликини, болупму ропаш аялларни кочиларда тосувелип уларға қарита йүзини ечип тәкшүрүшни йолға қоюлғандин буян, өзигә охшаш нурғун аялларниң сиртта муһим иши болмиса кочиға чиқмиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни хотәндә 18-июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидә өлгән хитай сақчилириға тәзийә билдүрүш мурасими өткүзүлгән болуп, хотәндики һәр милләт пуқралири һуҗумда өлгән хитай сақчиси ву җелүндин өгинишкә сәпәрвәрлик қилинған. Әмма хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидә хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән уйғурларниң кимлики һәм вәқәдә қолға елинған уйғурлар һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң хәлқара мәтбуатларға билдүрүшичә, нөвәттә хотән вәзийити җиддийләшкән болуп, хитай сақчи даирилири хотәндә уйғурларға қарита кәң көләмлик тутқун қилишни башливәткән. Дилшат ришит өз баянида йәнә дуня уйғур қурултийи игилигән учурда вәқәдин кейин 70 тин артуқ уйғурниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jul 26, 2011 12:36 AM

中共和田地委 和田地区行署关于在全地区开展向吴艳杰同志学习活动的决定(2011年7月21日
http://www.xjht.gov.cn/Article/ShowArticle.aspx?ArticleID=73966