Японийидә ши җинпиңниң японийә зияритигә қарши муһим паалийәтләр елип берилди
Мухбиримиз ирадә
2009.12.14
2009.12.14

http://rfuj.net Дин елинди.
Хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң 14 - числа чүштин кейин японийигә йетип келип рәсмий зияритини башлиди. У айродромда мухбирларға қилған сөзидә өзиниң бу қетимлиқ зиярити һәққидә тохтилип, японийә вә хитай мунасивәтлирини тәрәққи қилдурушниң икки дөләт мәнпәәтигә мувапиқ икәнликини ейтти вә зияритиниң асаслиқ мәқситини "өз - ара ишәнчни ашуруп, достлуқни күчәйтиштин ибарәт" дәп шәрһлиди.
Әмма, бу җәрянда ши җинпиңниң японийә зияритигә қарши авазларму мәйданға кәлгән болуп, хитай - японийә мунасивәтлири һәққидә түрлүк муназириләр давамлашмақта.
Японийидә актип паалийәт елип бериватқан японийә уйғур җәмийитиму түрлүк паалийәтләрни уюштуруп, японийә һөкүмитиниң диққитини уйғур мәсилисигә тартишқа тиришқан. Буниңға японийидики башқа тәшкилатларму қизғин аваз қошқан.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәнди мухбиримиз зияритини қобул қилип, бу бир қатар әһваллар һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.